Әнглийидә қатиллиққа учрап өлгән икки хитай җәсити байқалди
Хәвәрдә сақчи даирилириниң сөзини нәқил елишичә, өлтүрүлгән бу икки нәпәр хитайниң бири әр, йәнә бири аял болуп, сақчилар делони ениқлаш үчүн бир қанчә кишини қолға алған. Қолға елинғанлар ичидә шу кочида олтурушлуқ икки әр - аял болуп, бәзи кишиләр уларниң бир күн бурун җәсәт қачиланған аптомобилда бир немиләрни тошиғанлиқини көргән, икки хитай пуқрасиниң җәсити байқалған кочиниң өзидила бәш алтә хитай олтурушлуқ икән.
Сақчи даирилири б б с мухбириға, мәзкур қатиллиқ делосини йәниму ениқлаш үчүн җәсәтни оператсийә қилип тәкшүридиғанлиқини билдүргән.
Йеқинқи йиллардин буян чәтәлләрдә хитай пуқралирини гөрүгә елиш вә өлтүрүш вәқәлири йүз бәрмәктә болупму, пакистан, афғанистан һәм африқидики бир қисим дөләтләрдә,хитай мәблиқи билән қурулған ширкәтләрниң хадимлириниң өлтүрүлүш делолири бир қәдәр көп.