Уйғур райони даирилириниң чәтәлләрдә оқуватқан уйғур қатарлиқ оқуғучиларға оқуш мукапати тарқитиши диққәтни тартти

Йеқиндин буян уйғур аптоном район даирилириниң, чәтәлләрдә оқуватқан уйғур, қазақ оқуғучиларға “ вәтәнпәрвәр оқуғучилар мукапати”, “ мунәввәр оқуғучилар мукапати” қатарлиқ намларда оқуш ярдәм пули тарқитиши, хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң диққитини тартти.
Өз мухбиримиз меһрибан
2011.11.22

Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдә турушлуқ әлчиханилири һәм уйғур аптоном район даирилири арқа - арқидин, истанбул, әнқәрә һәм русийиниң сан - петирборг шәһири қатарлиқ шәһәрләрдә өз хираҗити билән оқуватқан уйғур, қазақ оқуғучиларға оқуш мукапати намида пул тарқатқан. Хитайнниң японийидә турушлуқ әлчиханиси бу йил 12 - ноябир күни, японийидә өз хираҗити билән оқуватқан уйғур,қазақ оқуғучиларға "вәтәнпәрвәр оқуғучилар мукапати" намида пул тарқатқан иди.

Дуня уйғур қурултийи қатарлиқ чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири һәм хитай вәзийитини көзәткүчиләр бу һәқтә тохтилип, хитай һөкүмитиниң йеқиндин буян һәр хил намларда өз хираҗити билән чәтәлләрдә оқуватқан уйғур оқуғучиларға пул тарқитиши, хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң көңлини утуп, уларниң хитайға қарши уйғур тәшкилатлири сепигә қошулушиниң алдини елиш икәнликини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.