Хитай пакистанға сетип бәргән ядро реакторини 'тинчлиқпәрвәр' деди
Чиң гаң сөзидә, йеқинқи йиллардин буян пакистан билән хитайниң ядро саһәсидә яхши һәмкарлишиватқанлиқини, әмма буниң пүтүнләй тинчлиқпәрвәр вә хәлқара өлчәмләргә асасән елип бериливатқанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмитигә қарашлиқ болған хитай дөләтлик ядро ширкити йеқинда пакистанға икки ядро реактори сетип беришни қарар қилғандин кейин, америка ташқи ишлар министирлиқи сәйшәнбә күнидики баянатида "хитай бу сода һәққидә техиму ениқ мәлумат бериши керәк вә буни чоқум хәлқара ядро тәминлигүчиләр бирлики NSG' ниң тәстиқидин өткүзүши керәк" дегән иди.