Хитай һөкүмити уйғур елидә қораллиқ сақчи қисим 6 - тармақ әтрити қурди
Тәңритағ торида көрситишичә, бу әтрәт хитай мәркизий һөкүмитиниң буйруқиға бинаән қурулған. Хитайниң һөкүмәт ахбаратлири тарқатқан хәвәрләргә қариғанда, уйғур елидә йеңидин қурулған қораллиқ сақчи қисмини қуруш вә йопуқ ечиш мурасими 8 - феврал әтигәндә үрүмчидә елип берилған.
Мурасимға қораллиқ сақчи қисимлири муавин штаб башлиқи пән чаңҗйе вә аптоном районниң муавин рәиси җаппар һәбибуллалар қатнашқан.
Шинҗаң гезитидә бу әтрәтниң қурулуши билән "қораллиқ сақчи қисим баш әтритиниң тасадипий вәқәләрни бир тәрәп қилиш, муқимлиқни сақлаш вә террорлуққа қарши қошуниға йеңи күч қошулди" дәп көрситилгән.
Хитай һөкүмити бу йил февралниң бешида уйғур елидә йәнә 5 миң нәпәр алаһидә сақчи көпәйтидиғанлиқини илгири сүргән.