Хитай ширкәтлири мори, аршаң, аратүрүк вә күнәс наһийилиридә су қурулуши елип бармақта
'Хитай хәвәр тори' дегән тор гезитиниң үрүмчидики су ишлар назаритидин алған учурларға асасән баян қилишичә, хитайниң геҗуба тосмиси гуруһи, пәвқуладдә електр қуввити гуруһи, җоңтәй химийә санаити гуруһи, җоңлуән гуруһи қатарлиқ мәбләғ ширкәтлири, 9 - айниң 20 - күнидин башлап бирла вақитта мори, аршаң, аратүрүк, күнәс наһийилиридә чоң типлиқ су амбири ясашқа башлиған.
Мухбиримиз вәли
2010.09.22
'Хитай хәвәр тори' гезити бүгүнки хәвиридә бу қурулушларни, хитайниң 19 өлкиси 'шинҗаңни муқим қилиш' үчүн елип бериватқан асасий қурулушларниң бир қисми дәп атиди.