Хитайниң уйғурларни сотлаш рәсмийити хитай қануниға уйғун әмәс
Мухбиримиз вәли
2009.10.28
2009.10.28
Бейҗиңдин кәлгән ли фаңпиң қатарлиқ адвокатлар сөзлиридә, хитайниң қанун сестимисида, еғир адаләтсизлик мәвҗут дәп көрсәтти вә америкидин, хәлқара җәмийәттин буниңға көңүл бөлүшни тәләп қилди.
Бейҗиңдин кәлгән ли фаңпиң қатарлиқ адвокатлар сөзлиридә, хитай һөкүмитиниң үрүмчидә намайиш қилған уйғурларни сотлаш рәсмийити хитай қануниға уйғун әмәс, һөкүмәт уйғурларниң делолирини җәмийәттики адвокатларниң қобул қилишини чәклиди, әмма өзи курс ечип тәрбийилигән кишиләр ичидинла адвокат таллашқа болидиғанлиқини җакарлиди, бу, хитайниң қануниға хилап һәрикәт дәп көрсәтти.