Шинхуа агентлиқи асадни террорчиларға қарши туруватиду дәп тәсвирлиди
Мухбиримиз вәли
2011.08.10
2011.08.10
Хитай йеқиндин буян ғәрбий асия вә шималий африқа вәзийити тоғрисидики учурларни игиләшкә наһайити әһмийәт бәрмәктә.
Бүгүн сүрийә вәзийити һәққидә тарқатқан хәвиридә, сүрийидә хәлққә биваситә оқ чиқирип ашкара қирғинчилиқ қиливатқан президент асадни, һәтта русийә ташқи ишлар министири рафлофниң урушни тохтитип, ислаһат елип бериш һәққидики тәклипигиму қулақ салмай, қәтийлик билән террорға қарши урушни давамлаштуруватқан қәһриман қилип тәсвирлигән.