Тәйвән, тинчлиқ сөһбитидин аввал хитайниң тәйвәнгә қаратқан башқурилидиған бомбилирини йөткивитишни тәләп қилди
У әгәр бундақ болмиса, икки тәрәп мунасивитиниң нөәттики илгирилишидә астилаш болидиғанлиқини вә 109 милярд долларлиқ тиҗарәтниңму тәсиргә учрайдиғанлиқини билдүргән. Ройтирсниң хәвәр қилишичә, ма йиңҗу бу сөзлирини бүгүн, бир гуруппа америкилиқ мутәхәссисләр билән көрүшкән чеғида баян қилған.
Ма йиңҗу, тәйвән тәвәликидин 160 километир узақлиқтики башқурилидиған бомбилар әмәлдин қалдурулмай яки йөткивитилмәй туруп, тәйвәнниң тинчлиқ сүһбити музакириси һәққидә һечқандақ қәдәм басмайдиғанлиқини билдүргән.
Ма йиңҗу тәхткә чиққандин буян изчил бейҗиң билән йеқинлишиш позитсийси тутуп кәлгән. Ма йиңҗюниң бу қетимқи сөзи униң һакимийәт бешиға чиққандин кейинки бейҗиңға қарита әң қаттиқ тәләппузи һесаблиниду.
Көзәткүчиләр, ма йиңҗуниң позитсийисидики бу өзгиришни бу йил ахирида тәйвәндә өткүзилидиған вилайәт сайламлирида рәқибигә йеңилип қалмаслиқ үчүн дәп қарашмақта. Һакимийәт бешидики гоминдаң партийисиниң сайламлардики рәқиби демокиратик тәрәққият партийиси болуп, у хитайға қарши кәскин вә ениқ мәйдани билән тонулған.