Хитай һөкүмити уйғур сәнәткарларни ғәрб әллиригә оюн қоюшқа елип чиқти
Мухбиримиз җүмә
2009.10.19
2009.10.19
Шинхуа ахбаратида көрситилишичә, мәзкур хор өмики уйғур муқамчилар вә дуңзу сәнәткарлардин тәшкилләнгән болуп, уйғурлар паалийәтниң кейинки қисмида номур көрсәткән.
Хитай һөкүмитиниң "5 - июл үрүмчи вәқәси"гә алақидар дәп қаралған 9 уйғурға өлүм җазаси, бир қисимиға муддәтсиз қамақ җазаси һөкүм қилған вә йәнә нурғун уйғурларни түрмидә тутуп туруватқан шундақ бир шараитта, уйғур сәнәткарларни ғәрб әллиригә оюн қоюшқа елип чиқиши уйғур паалийәтчиләрни әҗәбләндүрди.
Бу һәқтә тохталған дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит: " бу хитай һөкүмитиниң ғәрб әллиридә номуссизларчә елип бериватқан шу хилдики тәшвиқат һәрикәтлириниң бир қисми" деди.
У йәнә, хитай һөкүмитиниң бу хилдики тәшвиқат паалийити арқилиқ, улар давамилқ тәкитләп келиватқан "уйғур елидә һөкүмәтниң миллий сияситигә нарази болғучилар аз сандики бир очум кишиләр" дегән мәқиситигә йәтмәкчи болуватқанлиқини, әмма хәлқара җәмийәтниң хитайниң бу хилидики көз боямчилиқ һәрикитигә ишәнмәйдиғанлиқини көрситәтти.
Дилшат ришит ахирида, хитай һөкүмитини тәшвиқат арқилиқ һәқиқәтни йошурушқа урунушниң орниға, уйғурларниң кишилик һоқуқлирини дәпсәндә қилишини аяғлаштурушқа вә бу хилдики алдамчилиқ һәрикәтлирини дәрһал тохтитишқа чақирди.