Хитай компартийиси сиясий бюросиниң 9 кишилик даимий әзалар йиғини 'шинҗаң' мәсилисини музакирә қилди

Хитай компартийиси сиясий бюросиниң 9 кишилик даимий комитети җүмә күни "шинҗаң" мәсилиси һәққидә йиғин чақирип, уйғур елиниң иқтисади вә узун муддәтлик иҗтимаий муқимлиқини сақлаш пилани үстидә музакирә елип барған.
Мухбиримиз әркин
2010.04.23

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә, хитай сиясий бюро даимий әзалириниң уйғур ели "иқтисади - иҗтимаий тәрәққиятини сағлам һәм тез сүрәт билән алға сүрүш, хәлқ турмушини яхшилаш вә униңға капаләтлик қилишни алдинқи орунға қоюп, райондики барлиқ милләтләрниң техиму гүлләп яшнишини һәм шад - хурам турмуш кәчүрүшини илгири сүрүш" дегән мәзмунда қарар чиқарғанлиқини билдүргән.

Бу қетимқи йиғин хитай компартийиси вә мәркизи һөкүмитиниң келәр ай чақирилиши пиланланған "шинҗаң" сөһбәт йиғини ечилишниң алдида чақирилипла қалмай, 2009‏ - йили йүз бәргән "5 ‏- июл вәқәси"ниң бир йиллиқ хатирә күнигә аз қалған мәзгилдә чақирилған иди. "5 ‏- Июл вәқәси" хитайниң 60 йилдин буян "шинҗаң"да йолға қоюп келиватқан миллий сияситигә еғир зәрбә бәргән болуп, бу вәқәдин кейин хитай даирилирини "миллий сиясити"ни өзгәртишкә чақиридиған авазлар күчәйгән.

Җүмә күнки йиғинда хитай рәһбәрлириниң уйғур елидә иҗтимаий муқимлиқни сақлаш, иҗтимаий - иқтисади тәрәққиятни илгири сүрүшкә даир қандақ конкрет қарарларни алғанлиқи мәлум әмәс.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, хитай һөкүмити мәйли қандақ қарар чиқармисун, уйғур хәлқи иҗтимаий вә иқтисади тәрәққиятниң сиртида қалдурулуп, уларниң игилик вә кишилик һоқуқи үзлүксиз дәпсәндә қилиништәк һазирқи вәзийәткә хатимә берилмисә, мәсилә давамлиқ еғирлишидиғанлиқини агаһландурди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.