Америка хитайдин 'шинҗаң'дики сотлаш ишлирида очуқ - ашкара болушни тәләп қилди
Мухбиримиз әркин
2010.01.29
2010.01.29
Америка ташқи ишлар министирлиқи йәнә, хитай даирилириниң "шинҗаң"дики сотни көзитиш тоғрисидики тәлипини рәт қилғанлиқидин үмидсизләнгәнликини билдүрди. Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси филип кровлий мухбирларға мундақ дегән: "биз хитайни тутқундикиләргә тутқан муамилидә вә сот җәрянида очуқ - ашкара болушқа чақиримиз".
Үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси дүшәнбә күни йәнә 4 уйғурға өлүм җазаси бәргән. Буниң билән өлүм җазасиға һөкүм қилинған "5 - июл вәқәси"гә мунасивәтлик кишиләрниң сани 26 гә йәткән болуп, уларниң мутләқ көпчилики уйғурлар иди. Хитай даирилири "5 - июл вәқәси"дә аз кәм 200 адәмниң өлгәнлики, өлгәнләрниң көп қисиминиң хитайларни асас қилидиғанлиқини илгири сүргән.
Дуня уйғур қурултийи хитайни вәқәдә өлгән уйғурларниң һәқиқий санини йошуруш билән әйибләп, өлгән уйғурларниң сани хитай һөкүмити елан қилғандин нәччә һәссә көп икәнликини билдүргән.
Вәқәдә зади қанчилик адәмниң өлгәнлики вә из - дерәксиз йоқалғанлиқи һазирға қәдәр мәлум әмәс. Хитай һөкүмити дәсләпки мәзгилдә аз дегәндә 1400 адәмниң қолға елинғанлиқини елан қилған иди. Лекин дуня уйғур қурултийи из - дерәксиз йоқалғанларниң нәччә миңға йетидиғанлиқини, из - дерәксиз йоқалғанларниң бәзилириниң өлтүрүлгән болуши мумкинликини илгири сүрүп, хәлқара җамаәтниң тәкшүрүш елип беришини тәләп қилған иди.