Хитайниң айтоқач байримида 'зәһәрлик айтоқачлар' байқалди
Мухбиримиз ирадә
2010.09.23
2010.09.23
Хитайдики алақидар даириләр базарлардики сүпәтсиз айтоқачларниң йиғивелинғанлиқини, базарларға селинған айтоқачлар 96% иниң сәһийә өлчәмлиригә тошидиғанлиқини хәвәр қилип, хәлқни хатирҗәм болушқа чақирған.
Хитайда арқа - арқидин йүз бериватқан зәһәрлик йемәклик, зәһәрлик сүт парашоки вә зәһәрлик чиш пастиси қатарлиқ вәқәләр, хитайдики сүпәт өлчими хизмәтлиридә мәсилиниң еғирлиқини көрситидикән.
Хитай һөкүмити зәһәрлик йемәклик ишләп чиқарғучиларға өлүм җазаси берилидиғанлиқини җакарлиған болсиму, бу хил вәқәләр хитайда үзлүксиз садир болмақта.