Хитай әйдиз бимарлири үчүн мәхсус программа тәсис қилди
Мухбиримиз үмидвар
2010.01.10
2010.01.10
Хитай бойичә тунҗи қетим тәсис қилинған мәзкур радио программисиға хитай мәркизий радио истансисиниң кәспий риясәтчилири вә әйдиз вируси билән юқумланған кишиләр ортақ риясәтчилик қилиш бекитилгән болуп, 16-январдин етибарән һәр шәнбә күни тарқитишни башлайдикән. Пәрәз бойичә бу программиниң аңлитиш даириси 60 шәһәргә йәткүзүлүп, аңлиғучиларниң сани 300 милйон әтрапида болидикән.
Көзәткүчиләр буниң хитай һөкүмитиниң әйдиз кесилиниң алдини елиш вә әйдиз бимарлириға қаритилған кәмситишләрни йоқитиш үчүн бесиватқан иҗабий қәдими икәнликини билдүрүшкән. Нөвәттә, уйғур елиниң хитайдики әйдиз вируси билән юқумлиниш әһвали әң еғир җайларниң бири икәнлики, уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләр арисида әйдиздин мудапиә көрүш тәдбирлириниң яхши елинмиғанлиқи һәмдә бу саһәдики тәшвиқатниң яхши ишләнмигәнлики оттуриға қоюлмақта.