Хитай һөкүмити бейҗиңдики бир қанун мулазимәт мәркизини пичәтлиди
Мухбиримиз әркин
2009.07.17
2009.07.17
Қанун тәтқиқат мәркизиниң мәсули тйән чиҗуңниң бирләшмә агентлиқиға бәргән мәлуматида, бейҗиң әдлийә идарисиниң 20 дәк хадими җүмә күни қанун тәтқиқат мәркизигә келип, мәркәзниң компютер әслиһәлирини мусадирә қилғанлиқини билдүргән.
Мәзкур органдики бәзи адвокатлар 2008 - йили йүз бәргән лхасадики исянда қолға елинған бәзи тибәтлик тутқунларниң адвокатлиқини үстигә алған иди. Қанун тәтқиқат мәркизиниң пичәтлиниши 5 - июлдики урүмчи намайишиниң шиддәтлик бастурулуп, хитай һөкүмити вәқәгә арилашқанларға өлүм җазаси беридиғанлиқини җакарлиған мәзгилгә тоғра кәлди.
Буниңдин сәл бурун бейҗиң әдлийә идариси уқтуруш чүшүрүп, бейҗиңдики адвокатларни үрүмчи вәқәсигә қатнашқан уйғүрларниң әрзини қобул қилмаслиққа агаһландурған иди.
Бәзи анализчилар болса, бу мәркәзниң "үрүмчи қирғинчилиқи" да зиянкәшликкә учриғучиларниң әрзини қобул қилип, үрүмчидики қирғинчилиқни сот мәһкимисидә оттуриға қоюлуши вә ташқи дуняға ашкарилинишиниң алдини елиш билән мунасивәтлик, дәп қарайдиғанлиқини билдүрмәктә.
Бу мәркәздики бәзи адвокатлар бейҗиң шәһәрлик әдлийә идарисиниң "үрүмчи вәқәси" гә алақидар әрзи - шикайәтләрни қобул қилишта "еһтиятчан болуш" һәққидики агаһландурушини тәнқидлигән иди.