Ақсу шәһири қош "11 түрлүк тузум" бәлгиләп" җәмийәт муқимлиқини игиләш чарисини йолға қойған

Ақсу шәһири қош " 11 түрлүк тузум" бәлгиләп " җәмийәт муқимлиқини игиләш чарисини йолға қойған. Ақсу һөкүмәт торида көрситишичә, бу "11 түрлүк тузум" хизмәт әтирити вә мәкур әтрәттики хизмәтчиләргә айрим - айрим чиқирилған. Хизмәтчиләр өз районини тәкшүрүп, " төтни билиш, төтни ениқлаш вә төтни игиләш" хизмити елип баридикән.
Мухбиримиз җүмә
2010.07.10

Бәлгилимидә, хизмәтчиләрниң һәр бири "һәр күни әң аз дегәндә 5 аилидә" тәкшүрүш елип бериш. Һәр бир хадим " бир нуқтилиқ шәхс билән алақә орнитип, һәр күни йоқлап әмәлий әһвалини игиләп, өзгәртиш тәрбийиси елип бериш. Һәр һәптидә бир қетим ғәлитә кийингән яки сақал - бурутлири адәттикидин пәрқлиқ бир адәмгә тәрбийә ишләш" қатарлиқлар көрситилгән.

Бу хил тузум ақсу шәһири ават мәһәллә комитетида 7 - июл рәсмий йолға қоюлған. Хәвәрдә көрситишичә, мәзкур хизмәтләр " җәмийәтниң муқимлиқ асасини пухтилаш" мәқситидә йолға қоюлған.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, бу хил түзүмләр уйғур елиниң башқа җайлиридиму йолға қоюлған. Униң билдүрүшичә, бу хил түзүмләр уйғурларниң кишилик һоқуқ вә шәхсийитигә еғир дәхли йәткүзидикән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.