Хоңкоң сақчилириниң кийимигә орнитилидиған микро камера хоңкоңлуқларни әндишигә салди
2012.08.09
Әмма мәзкур қарар, хоңкоңлуқларни әндишигә салди.
Франсийә агентлиқиниң ейтишичә, хоңкоң кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң башлиқи лав юңкәй “сақчиларниң һәр вақит камераға елиши хоңкоң шәһириниң әркинлик қиммәтлиригә тәһдит, бу, авам хәлқтә хәвпсизлик хадимлири хитай һөкүмитигә қарши сиясий актипларни көзитиватиду, дәйдиған әндишини улғайтиветиду” дегән.
Хоңкоңлуқ кишилик һоқуқ актипи ричард суй синға елиш йолға қоюлса, кишиләрниң намайишларға чиқиштин өзини әп қачидиған боп қалидиғанлиқини әскәрткән. У: “кишиләр филимгә чүшүп қелиштин қорқиду. Чүнки сиз у көрүнүшләрниң қандақ йәрдә ишлитилидиғанлиқини вә сизгә қарши қандақ қоллинилидиғанлиқини билмәйсиз” дегән.
Хоңкоңлуқлар хитайдики диктаторилиқ түзүмниң хоңкоңғиму қаттиқ тәсир көрситиватқанлиқидин әндишә қилмақта. Миңлиған хоңкоңлуқ 10-июл күни хитай рәиси ху җинтав хоңкоң қайтурувелинғанлиқиниң 15 йиллиқи мунасивити билән хоңкоңға барғанда намайиш қилип, хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүргән иди.
Әмма уйғур көзәткүчиләр, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә бундақ камераға елишниң аллиқачан иҗра қилинип кәлгәнликини билдүриду. 5-Июл вәқәсидин кейин мухбиримизниң зияритини қобул қилған бир уйғур сақчи уйғур елидики сақчи вә пуқрачә сақчиларниң түрлүк микро камералар арқилиқ кишиләрни тәқиб қилип кәлгәнликини ашкарилиған иди.