Хоңкоң учур васитилири бүгүн җаң чүншән һәққидики тәһлилләрни басти
2011.08.14
Бирләшмә сәһәр гезитиниң баян қилишичә, хитай мәркизи һөкүмити йеқинда хәлқни азад қилиду дәп әмәс, террорчиларни бастуриду дәп чоң һәрбий қисим әвәткәндин кейин, бу һәрбий қисим хотән, қәшқәрләрдә қаршилиқ һәрикәт көрүлсила уйғурларни оққа тутушқа башлиғандин кейин, пакистанму хитайдин пул елип “террорчилиққа қарши туруш”қа атланғандин кейин, җаңчүншән әсли қияпитини ашкарилап, уйғурлани рәһим қилмай қаттиқ бастуруш керәк, дәп оттуриға чиқти.
Миңбав гезитиниң баян қилишичә, 1949-йили шинҗаң дегән бу җайда хитайларниң сани аран 6% иди. Һазир бу җайда һәрхил нам билән туруватқан хитайлар көп санлиққа айлинип болғанда, җаң чүншән бурунқи “иттипақлиқ”, “ярдәм бериш”, “бай қилиш” дегән ялған гәпләрни ташлап, уйғурларни рәһим қилмай бастуруш лазим дәп оттуриға чиқти.