Хәлқара ядро синақлириға қарши туруш күнидә ядрониң зийиниға учриған уйғурларниң һәқ-һоқуқи тәләп қилинди
2012.08.30
Баянатта, уйғур елиниң лопнур районида хитай һөкүмити тәрипидин елип берилған 46 қетимлиқ атом бомба синиқиниң район екологийисигә вә уйғур хәлқигә еғир апәтләрни кәлтүрүп, рак вә шуниңға охшаш ғәйрий кесәлликләр вә нормалсиз туғут һадисилирини пәйда қилғанлиқи баян қилинғандин сирт, зиянкәшликкә учриған уйғурларниң давалиниш ярдимигиму еришәлмәйватқанлиқи әскәртилди.
Вакаләтсиз милләтләр тәшкилати баш секретари марино бусдачин баянатида, дуня җамаәтчилики бихәвәр қалған бу паҗиәни йоруқлуққа чиқиришниң әһмийитини тәкитлиди вә “хитай һөкүмитигә бесим ишлитиш арқилиқ зиянкәшликкә учриған уйғурларға төләм төлитиш, баш тартип болмайдиған бир мәсулийәт” деди.
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә һәйити рәиси долқун әйса әпәнди болса сөзидә явропа бирликини зиянкәшликкә учриғучилар тәрәпдари болушқа вә һөкүмәт тәрипидин бесиқтурулғанларниң авази болушқа чақирди.