Японийә дөләт мудапиә доклатида америкиниң район тинчлиқини сақлаштики ачқуч икәнликини көрсәтти
Мухбиримиз җүмә
2010.09.11
2010.09.11
С н н хәвәрләр торида нәқил қилишичә, доклатта хитайниң дөләт мудапиә селинмисидики хупиянилик вә һәрбий тәрәққият йөлинишидики ениқсизлиқ японийә даирилирини биарам қилидиғанлиқи көрситилгән.
Мәлум болушичә, 2004 - йили ноябирда хитай ядро йеқилғулуқ су асти парахотлири японийә деңиз тәвәликигә киргән. 2010 - Йили апрелда хитайниң су асти вә су үсти һәрбий кемилирини өз ичигә алған 10 парахоти японийиниң окинотори арилиға йеқинлашқан.
Доклатта, әгәр японийә хитайниң һуҗумиға учрап қалса америкиниң японийини қоғдашта әң муһим рол ойнайдиғанлиқи көрситилгән. Доклатта йәнә, шу хил әһвалда америка қисимлириниң окинаваға арилиға орунлаштурулушиниң әң зөрүр истратегийилик үстүнлүккә игә икәнликини оттуриға қоюлған.
Йеқинда японийә деңиз сақчилири хитайниң бир белиқчи кемисини тосуп қалған вә униң капитанни қолға алған иди. Бу, хитай - японийә арисидики талаш - тартишини улғайтқан.