Йүзлигән японийилик токйода хитайға қарши намайиш қилди
2012.09.22
Намайишни “японийә алға” намлиқ бир милләтчи тәшкилат уюштурған. Намайишқа миңға йеқин адәм чиққанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Намайишчилар көтүрүвалған бәзи плакатларға “хитайни кәчүрмәймиз”, “биз вәтинимизни қоғдиғудәк қудрәткә игә” дегәнгә охшаш шоарлар йезилған.
Намайишчилар яңратқулар билән хитайға қарши юқири авазда шоарларни товлиған болсиму, намайишни интайин тәртиплик йосунда давамлаштурди.
Намайишчиларниң 4, 5 тин болуп хитай әлчиханиси алдиған берип шоар товлишиға йол қоюлған болуп, бәзи намайишчилар хитай әлчиханисиға қарап “чиқишә бу яққа” дәп варқирап ғәзипини ипадиләшти.
японийә сенкаку араллар гурупписиниң бир қисимни һөкүмәт игидарчилиқиға өткүзүвалғинидин кейин, хитайда кәң көләмлик қаршилиқ намайиши партлиған. Намайишларда японийә әлчиханиси һуҗумға учриған, японийә аптомобиллири пачақланған иди.
Һалбуки токйодики намайиш интайин тинч йосунда давам қилди. Бу һәқтә тохталған бир намайишчи : биз хитайларға охшимайдиған һалда намайишни тинч өткүзүватимиз. Мана бу япончә усул, дәп варқириди.