Японийә һөкүмити хитайни хәлқара деңиз тәвәлики сотиға әрз қилмақчи
Мәлум болушичә, японийә хитайниң шәрқий деңиздики тәбиий газ қурулушини өткән айда японийидә зиярәттә болған хитай ташқи ишлар министири яң җйечиниң сәмигиму салған.
Японийә ташқи ишлар министири катсуя окада әпәнди, әгәр хитай шәрқий деңизда өз алдиға газ бурғилиса, буниң икки дөләт арисидики келишимләргә хилап икәнликини, өз алдиға газ бурғилашни давамлаштурса, хәлқара р сотқа әрз сунмақтин өзгә чарә йоқлуқини билдүргән.
Сода һәптилики журнилида көрситишичә, хитай вә японийә шәрқий деңизни бирликтә ечиш келишимини 2008 - йили һазирлиған. японийә хитайниң японийә чегрисиға йеқин җайдики талаш - тартиш қилиниватқан деңизда тәбиий газ бурғилишиға етираз билдүргән.
Японийә ички кабинет баш катипи хирофуми хирано дүшәнбә күни, "әгәр хитай келишим мәзмунлириға риайә қилмиса биз мунасип тәдбирләрни елишни ойлишимиз" деди.
Шәрқий деңиз тәвәлики мәсилиси хитай - японийә арисидики назук темиларниң бири болуп кәлмәктә иди.