Японийә қоғдиниш әтрити шәрқй фуҗи тағлирида етиш мәшқи өткүзди
Бу, тәсәввурдики дүшмән дөләтниң қуруқлуққа чиқишқа урунған қисимлирини йоқитиш мәшқи болди.
Хәвәрдә ейтилишичә, бу мәшққә японийә қоғдиниш әтритиниң 2400 җәңчиси 80 танка, бруник, 80 зәмбирәк вә әң йеңи типлиқ урушчи айропиланлар, тик учарлар билән қатнишип, фуҗи тағлиридики миналаштурулған районда етиш мәшқи өткүзгән. Бу етиш мәшиқини 28 миң адәм көргән.