Японийә билән һиндистан сийрәк топа базилирини бирликтә ачмачи
Сөһбәт японийә ташиқи ишлар министири коичиоро гемба билән һиндистан ташқи ишлар министири с м кришна арисида елип берилған.
Улар йәнә узундин буян тохтап қалған икки дөләт арисидики ядро сөһбитини әслигә кәлтүрүш үчүн һәрикәт қиливатқанлиқини билдүргән.
Японийә юқири техникилиқ мәһсулатларға ишлитидиған сийрәк топиларниң көп қисмини хитайдин импорт қилидиған болуп, хитай 2010- йилдики сенкаку кемә вәқәсидин кейин японийигә қаритилған сийрәк топа експортини қисқартқан иди.
Японийә шундин кейин сийрәк топа импорт қилидиған башқа йолларни издәшкә башлиған.
Мәлум болушичә, бу нөвәтлик учришишта икки тәрәп бу йил марттики фукушима ядро електр истансиси вәқәсидин кейин тохтап қалған һиндистанға ядро електр истансиси қуруш сөһбитини әслигә кәлтүрүш үстидиму сөзләшкән.