Японийәдә 2-дуня урушидики атом бомбисида өлгәнләр хатириләнди
Мухбиримиз меһрибан
2011.08.09
2011.08.09
Хатириләш паалийитигә америка, әнглийә, фирансийә вә русийә қатарлиқ 44 дөләт вәкиллири қатнашти. Йиғинда атом радиатсийисиниң инсанийәткә елип келидиған зийинини азайтиш үчүн, һәрқайси дөләтләрниң ядро қораллири синақлирини тохтитиш һәм атом енергийә қурулушлирини азайтиш тәләп қилинди.
2-Дуня урушида японийәдә партлиған атом бомбисидин кейин нурғун дөләтләрдә ядро синақлири елип берилған болуп, хитай коммунист һөкүмити уйғур елидә елип барған 47 қетимлиқ атом бомба синиқи уйғур елиниң муһити еғир дәриҗидә булғап, уйғурлар арисида түрлүк яман характерлик өсмә вә рак кесәллириниң көпийишини кәлтүрүп чиқарған иди.