Японийә хитайниң қаршилиқиға қаримай, рабийә қадир ханимға виза бәрди
2012.05.11
Рабийә қадир ханимниң радиомизға ашкарилишичә, у японийә визисини җүмә күни қолиға алған. Униң йәкшәнбә күни японийигә йетип баридиғанлиқи пәрәз қилинмақта. Хитай д у қ ниң 14-май токйода ечилидиған 4-нөвәтлик йиғинини бикар қилишни тәләп қилип, японийигә дипломатик қаналлар арқилиқ бесим ишләткән болсиму, бирақ японийә хитайниң тәлипини рәт қилған иди.
Хитай һөкүмити җүмә күни японийиниң рабийә қадир ханимға виза бәргәнликигә инкас қайтуруп, японийиниң һәрикитини тәнқид қилди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хоң лей: биз японийиниң бу һәрикитигә қаттиқ қарши туридиғанлиқимизни билдүримиз. Дуня уйғур қурултийиниң террорлуқ тәшкилатлири билән йеқин алақиси бар. У җуңгоға қарши һәрикәт елип баридиған бөлгүнчи тәшкилат, дегән.
Рабийә ханимниң японийә зиярити дәл японийә баш министири йошихико ноданиң бейҗиңда хитай баш министири вен җябав, җәнубий корийә президенти ли муң-бак үч тәрәп башлиқлар йиғини өткүзидиған мәзгилгә тоғра кәлгән.
Д у қ ниң илгири сүрүшичә, мәзкур йиғинда уйғурларниң әркинлик, демократийә тәләп қилиш йолидики қанунлуқ һәрикитини хәлқараға илгириләп тонутушниң истратегийиси һәққидә музакирә елип берилидикән.
Д у қ йиғин җәрянида йәнә, вәкилләрниң токйодики1930 вә 40-йиллири японийигә келип вапат болған уйғурларниң “шәрқий түркистан шеһитләр мазири” ни зиярәт қилиш, кәчлик мәдәнийәт паалийити, токйода турушлуқ хитай әлчиханисиниң алдида намайиш қилиш қатарлиқ паалийәтләргә уюштурулидиғанлиқини билдүрди.