Японийә хитайдин уйғурларниң һоқуқиға һөрмәт қилишни тәләп қилди
Франсийә агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә исмини ашкарилашни халимайдиған японийилик бир дипломатниң " биз хитай тәрәпкә кишилик һоқуқ һәммигә ортақ болған омуми қиммәттур. Хәлқара җәмийәтниң уйғурларниң һоқуқиға капаләтлик қилишни тәләп қилиши тәбий әһвал" дегәнликини язди.
Японийә бу тәләпни токйода өткүзүлгән хитай - японийә кишилик һоқуқ сөһбитидә оттуриға қойған болуп, японийә сөһбәт вәкилләр өмикигә японийә ташқи ишлар министирлиқиниң муавин баш катипи шигеюки хироки йетәкчилик қилған иди. Лекин хитай тәрәп японийә оттуриға қойған мәсилиләргә җаваб бәрмигән. Улар пәқәт үрүмчидики вәқәни чәтәлдики "қанунсиз бөлгүнчиләр" қозғиғанлиқини, вәқәни қанун бойичә бир тәрәп қилидиғанлиқини тәкитләп турувалған.