Явропа иттипақиниң тиҗарәт комисйони хитайни агаһландурди
Мәзкур комитет бу һәқтә хитайни агаһландуруп, әгәр әһвал мушундақ давамлашса, явропалиқлардиму хитай тиҗарәтчиләргә қарита тегишлик инкас қайтидиғанлиқини билдүргән.
Явропа бирликиниң хитайдики сода ишлири мәсули Joerg Wuttke бу һәқтә тохтилип, хитай һөкүмити нөвәттә дуняға пәрва қилмаслиқ позитсийиси тутуватиду; интернеттиму хитай пуқралири сода ишлириға милләтчилик һессиятида пикир баян қиливатиду. Бу һәр икки тәрәп үчүн зиянлиқ" дәп көрсәткән.
Wuttke Йәнә явропа бирлики тиҗарәт комисйониниң башлиқи келәр һәптә, хитай баш министири вен җябав билән көрүшкәндә бу мәсилини оттуриға қойидиғанлиқини ашкарилиған.
Өткән айда явропа бирлики хитайниң хәлқара тиҗарәттә дөләтпәрәстлик қиливатқанлиқини тәнқидлигән. Америкиниң хитайдики тиҗарәт комисйониму өткән айда рай синаш елип берип, америкилиқ тиҗарәтчиләр арисида чәткә қеқилиш һессиятидикиләрниң көпийиватқанлиқини елан қилған.