Йәкәндә “көп тил билиш шәрәп, ана тилни унтуш номус” темисида нутуқ сөзләнди

21-Феврал хәлқаралиқ ана тил байрими мунасивити билән йәкән наһийилик 3-оттура мәктипи ана тилни қәдирләш, қош тилни раваҗландуруш дегән темида хатириләш паалийити өткүзгән.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.02.20

Паалийәттә мәктәп мудири амангүл абдукерим “көп тил билиш шәрәп, ана тилни билмәслик номус” дегән темида нутуқ сөзлигән. Уйғурбиз ториниң бу һәқтики хәвиридә билдүрүшичә, паалийәткә мәктәпниң оқутқучи -оқуғучилиридин башқа, наһийидики бир қисим язғучи-шаирларму иштирак қилған. Паалийәттә ана тил мәдһийиләнгән шеирлар декламатсийә қилинған.

Хәвәрдики рәсимләрдин қариғанда, паалийәттә йәнә оқуғучилар тәрипидин ана тилни билмәсликниң ақивити тәсвирләнгән вә ана тилни қәдирлимәслик тәнқидләнгән епизотлар ойналған.

Бүгүн уйғурбиз ториму хәлқара ана тил байрими мунасивити билән баянат елан қилип, хитай өлкилиридә оқуватқан уйғур оқуғучиларни ана тилни өгиниш вә ана тилни қоғдашқа чақириқ қилди.

Б д т 1999-йили, 21-феврал күнини хәлқара ана тил байрими қилип бекиткән. Шуниңдин етибарән бу күн дуняниң һәрқайси җайлирида ана тил байрими сүпитидә хатирилинип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.