Хитайниң йеңи паспорти наразилиқ пәйда қилди
2012.11.22
Бүгүн филиппинниң ташқи ишлар министири алберт дел росарио баянат берип, хитайниң бу һәрикитини қаттиқ әйиблигән. У “хитай йеңи паспортидики хәритигә филиппинға тәвәлики интайин ениқ болған районларниму киргүзүвалған, бу һәддидин ашқан вә хәлқара қанунларға хилап бир әһвал” дегән.
Пәйшәнбә күни вйетнам даирилириму хитайға рәсмий наразилиқ хети әвәтип, хитайдин хәритини түзитишни тәләп қилған.
Франсийә агентлиқиниң ейтишичә, бу паспортни ишлитип туруп, вйетнамға кирмәкчи болған бәзи хитай пуқралири бүгүн хитайдики вейбо ториға қалдурған сөзидә, өзлириниң паспорттики хәритә сәвәбидин чеградин өткичә бир мунчә аваричиликкә учриғанлиқини билдүргән. Хитай тәрәп болса, мәсилини кичиклитишкә урунмақта. Ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хуа чүнйиң бу һәқтики соалларға “бизниң алаһидә бир мәқситимиз йоқ, биз алақидар дөләтләр билән давамлиқ алақә ичидә болушни арзу қилимиз” дейиш биләнла болди қилған.