Йиңнә һуҗуми қозғиғанлар еғир җазаға һәтта өлүмгә һөкүм қилиниду

Хитай йәрлик һөкүмити үрүмчидә окул йиңниси һуҗуми вә намайиштин кейинки әһваллар һәққидә өсәк сөз тарқатқанларни еғир җазаға тартидиғанлиқини билдүргән.
Мухбиримиз җүмә
2009.09.07

Шинхуа ахбаратида көрситилишичә, хитай қанун тармақлири йәкшәнбә күни уқтуруш чиқирип, йиңнә һуҗуми қозғиғанларниң еғир җазаға учрайдиғанлиқини һәтта өлүмгә һөкүм қилинидиғанлиқини көрсәткән.

Уқтурушта йәнә, йиңи һуҗум һәққидә сахта вәқә ойдуруп чирип, ялған учур тарқатқанлар җазаға тартилидиғанлиқи оттуриға қоюлған.

Үрүмчидә, бир қисим кишиләрниң вирус қачиланған шпирис билән башқиларға һуҗум қилғанлиқи һәққидә хәвәр таралғандин кейин, үрүмчи шәһәр аһалисидә вәһимә пәйда болған иди.

Һуҗумчиларниң уйғур икәнлики илгири сүрүлгәндин кейин, үрүмчидики хитай пуқралири 2 - сентәбирдин буян намайиш қилған. Намайишчилар уйғур елидә 14 йил башлиқ болған ваң лечүәнни вәзиписидин истепа беришкә қистиған иди.

Хитай һөкүмәт даирилири 2 - сентәбирдин буян үрүмчидә елип берилған намайишларда 5 адәмниң өлгәнликини билдүргән, әмма өлгүчиләрниң кимлик салаһийитини ашкарилимиған.

Мәлум болушичә, үрүмчидә йәкшәнбә күниму намайиш болған. Бихәтәрлик қисимлири намайишчиларни яш ақтуруш бомбиси етип тарқатқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.