Хотәндә юлун яллуғи вируси билән юқумланған тоққуз балиниң бири өлди
2011.09.09
Хитай сәһийә министирлиқи болса мәзкур вирусниң һазирға қәдәр хотәндин башқа җайларда байқалмиғанлиқини әскәртип, дуня сәһийә тәшкилати вирусниң пакистандин тарқалғанлиқини муәййәнләштүргәнликини илгири сүргән.
Дуня сәһийә тәшкилати, паләчликни кәлтүрүп чирқириған мәзкур вирусниң генитик җәһәттин пакистанда байқалған вирус типиға охшайдиғанлиқини билдүргән. Хотән йәрлик сәһийә органлири бу йил 7-айда 4 айлиқтин 2 яшқичә болған 4 балиниң мәзкур вирустин юқумланғанлиқини байқиған иди.
Хитай сәһийә министирлиқиниң илгири сүрүшичә, вирус адәмгә юқумланған йемәклик вә су арқилиқ еғиздин юқидикән. Бирақ, бу вирусниң қандақ қилип, хотәндәк уйғурлар көп санлиқни игиләйдиған, сиясий вәзийити интайин назук бир районға тарқалғанлиқи мәлум әмәс.
Сәһийә министирлиқи җүмә күни баянат елан қилип, мәзкур вирустин юқумланған қалған 8 балини давалаватқанлиқини вә уларниң һаяти хәвп астида әмәсликини билдүргән шундақла бир мутәхәссисләр өмикини пәйшәнбә күни хотәнгә йоллиған.
Йәрлик ахбарат васитилириниң бу һәқтики хәвәрлиридә аптоном районниң муавин рәиси тиливалди абдурешитниң мәзкур үмәккә һәмраһ болуп хотәнгә барғанлиқини билдүрди.
Дуня сәһийә тәшкилатиниң билдүрүшичә, хитай сәһийә министирлиқи хотәндә 15 яштин төвән балиларға, хотәндин башқа җайларда 5 яшниң төвинидики балиларға ваксина уридиғанлиқини елан қилған.