Илһам тохти "5 - июл"ниң бир йиллиқи мунасивити билән америка авази радиосида сөз қилди

Бейҗиңдики мустәқил тәтқиқатчи, дотсент илһам тохти, түнүгүн америка авази радиосиниң зияритини қобул қилип, нөвәттики уйғур вәзийити һәққидә пикир баян қилған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.07.06

Илһам тохти сөзидә, нөвәттә уйғурларда, һөкүмәткә ишәнмәслик, армийигә ишәнмәслик, сақчиға ишәнмәслик вә хәнзуларға ишәнмәслик кәйпиятиниң һөкүм сүруватқанлиқини билдүргән. У 5 - июлда өлгән хитай пуқралириниң мәтбуатларда кәң тәшвиқ қилинғанлиқини, 5 - вә 7 - июлларда өлгән уйғурларниң һеч хәвәр қилинмиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлигән. У бейҗиңда ечилған шинҗаң хизмити һәққидә тохтилип, : шинҗаңдики мәсилә, пул кәмлик мәсилиси әмәс, бәлки пулни нәгә ишлитиш вә пулни қандақ бөлүшүш мәсилиси " дәп көрсәткән.

У ичкири өлкиләрниң пулиға, ичкирииниң техникисиға вә ичкириниң адәм күчигә таянған тәрәққиятниң уйғурларға пайда елип кәлмәйдиғанлиқини баян қилған вә бу нуқтида корлини мисал қилип чүшәндүргән. У бу һәқтә мундақ дегән: " шундақ, корла тәрәққи қилди, малийә киримиму ашти, өй вә мал баһаси өсти; бирақ уйғурларниң ишисизлиқ мәсилиси һәл болмиди. Нәтиҗидә корлидики тәрәққият уйғурларни өй сетиваламайдиған вә гөш сетивалалмайдиған әһвалға чүшүрүп қойди. "

Илһам тохтиниң бу қетимқи сөзлири хитай интернет сәһипилиридә кәң көләмдә муназирә қилинмақта.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Jul 06, 2010 03:24 PM

Ilham Toxti aka Uyghurlarning yurek sadasini dunyagha anglitip kiliwatidu. Men Ilxam akamgha Ten salametlik we uzun omur tileymen.