Анализчилар: наразилиқини ипадилигән хәлқни қораллиқ әскәр билән бастуруш пәқәт хитайдәк мустәбит һакимийәткә мәнсуп
2024.09.09
Йеқиндин буян чәт әлләрдики иҗтимаий алақә мунбәрлиридә болған муназириләрдә X тори тәрипидин қанлиқ бастурушқа қатнашқан хитай әскәрлириниң мәхпийәтликни қаттиқ сақлаш бәлгилимилири сәвәблик узун йилларғичә өзи қатнашқан қанлиқ бастурушни һечқандақ кишигә ашкарилиялмаслиқ, қанлиқ бастуруш мәйданидики әслимиләрни унтуялмаслиқ сәвәбидин һәтта узун муддәтлик роһи бесимлар ичидә қелиш, һәтта еғир роһи бесим яки әқлидин езип қелиштәк роһи кесәлләр һәққидики учурлар қайтидин муназирә темисиға айланған.
“ли лавши буши ни лавши” тәхәллусидики австралийәдики хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси тәрипидин 5-сентәбир күни X қа йолланған бир инкаста уйғурларниң бир қетимлиқ қаршилиқ һәрикитини топ-зәмбирәкләр арқилиқ бастурушқа қатнашқан бир хитай әскәрниң әслимиси берилгән. Бу әскәр сөзидә әйни чағдики бастуруш вәзийитини баян қилип, “бир қанчә зәмбирәк оқи йәр йүзидики нәрсиләрни пакпакиз йоқитивәтти. Һәммә нәрсә бир кечидила йоқап кәтти. Мән бир йезиниң қирғин қилинғанлиқини аңлидим, һечким қутулалмиди. Қаримаққа үч кәнт йоқитилди, һәтта тоху яки итларму қалмиди” дегән. Бу әскәр йәнә өзиниң тунҗи қетим бундақ қанлиқ бастурушқа қатнашқан чағдики әһвални тәрипләп, “җәң бәк қанлиқ иди, тунҗи қетим буниңға қатнашқан чеғимда, бир күн қустум.” дегән. У баянида йәнә “пүтүн йеза йоқ болди. Кейин өйләрни чеқивәтти вә дәрәх тикти”, дегән.
一张2009年新疆维稳的帖子,引发一众退伍老兵的回忆。
— 李老师不是你老师 (@whyyoutouzhele) September 4, 2024
其中有人提到,“抗压能力差的回来接受长时间心理干预”“整村整村的干”“不分性别年龄” pic.twitter.com/xHJoV4lNyT
X Торида “ли лавши буши ни лавши” ниң бу йолланмисиға инкас қайтурғанлардин америкадики хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси лию җиншиң әпәнди, уйғур елидә йүз бәргән бу қанлиқ бастурушниң 2014-йили 7-айниң 28-күни йәкән наһийәсиниң елишқу хаңди йезилирида йүз бәргән қанлиқ бастурушниң дәл өзи икәнликини билдүрүп, әйни чағда бу бастурушта нәқ мәйданға өлүкләрни тизимлашқа барған бир қиз савақдишиниң кейин сараң болуп қалғанлиқини төвәндикидәк баян қилди.
“бу 2014-йили 7-айниң 28-күни йүз бәргән йәкән қанлиқ вәқәсиниң өзи шу. Шу қетимлиқ бастурушта мениң оттура мәктәптики бир қиз савақдишим йәни ләнҗу университетиниң рус тили факултетида оқуған қиз савақдишим, кейин қәшқәрдә учур техника идарисидә муавин башқарма башлиқи болуп ишлигәниди. Әйни чағда у йәкәндики бастуруштин кейин, өлүкләрни тизимлаш вә бир тәрәп қилишқа барғандин кейин сараң болуп қалғаникән. Мән бу әһвални 2015-йили мәктәп пүттүргәнликимизниң 30 йиллиқини хатириләш үчүн күйтун шәһиригә барғинимда башқа савақдашлиримдин аңлиған идим.”
Лию җиншиң әпәнди йәнә, 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән “5-июл үрүмчи қанлиқ” вәқәсиниңму хитайниң қораллиқ сақчилири вә башқа юртлардин йөткәп келингән хитай әскәрлири тәрипидин қанлиқ бастурулғанлиқини билдүрди.
Униң билдүрүшичә, 5-июл күнидики уйғур оқуғучиларниң наразилиқ намайиши дәсләп хәлқ мәйданида тинч башланған саәт 3:00 ләрдә, мәйданға чиққан һөкүмәт әмәлдарлириниң тәлипи билән намайишчилар өзлүкидин башланған, әмма чүштин кейин саәт бәшләрдә намайишниң топилаңға айланғанлиқи хәвәр қилинған. Кәч саәт 7 дин кейин болса пүткүл үрүмчи шәһәрниң токлири һөкүмәт тәрипидин пүтүнләй үзүветилип, йөткәп келингән қораллиқ әскәрләр кәң-көләмлик тутқун һәрикити башланған. Униң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң қутратқулуқ хәвәрлири сәвәблик, өчмәнликкә толған хитайларниң 7-июл күни тоқмақ көтүрүп кочиларда уйғурларни қоғлап уруш вәқәси техиму қанлиқ болған.
Америкадики хитай анализчилиридин обзорчи ху пиң әпәндиму өзиниң уйғур елидики қанлиқ бастурушқа қатнашқан хитай әскәрлириниң роһи кәйпияти һәққидики учур вә инкасларни көргәнликини билдүрүп, хитайда һөкүмәткә қарши наразилиқ ширкәтлириниң һәр вақит қораллиқ әскәрләр тәрипидин бастурулидиғанлиқини билдүрди.
Ху пиң әпәндиниң билдүрүшичә, 1989-йилдики бейҗиң оқуғучилириниң демократийәни тәләп қилиш намайишиму, шу йили 4-июн күни сичүәндики хитай азадлиқ армийә әскәрлирини йөткәп келиш арқилиқ танкилар билән қанлиқ бастурулған икән.
Ху пиң әпәндиниң билдүрүшичә, бундақ бастурушларға қатнашқан әскәрләрдә болидиған еғир дәриҗидики роһи бесим, әмәлийәттә уларниң, һөкүмәткә наразилиқини ипадилигән әмма қолида қурайли болмиған авам хәлқни бастурушқа қатнашқанлиқидин вә нәқ мәйданниң толиму қанлиқ вә паҗиәлик болғанлиқидин йүз бәргән виҗдан азабиға охшаш еғир роһи бесимлар сәвәбидин икән.
Ню-йорктики туңган анализчи ма җүниң билдүрүшичә, хитайда хәлқниң наразилиқини қораллиқ әскәрләр арқилиқ бастуруш омумлашқан әһвал болуп, уйғурларға охшаш хитай болмиған хәлқләрниң наразилиқ һәрикәтлирини бастурушта хитай һөкүмити йәрлик сақчиларни әмәс бәлки хитай әскәрлирини йөткәп келиш арқилиқ бастуридикән.
Ма җү әпәнди, 1997-йилдики 5-феврал ғулҗа қирғинчилиқида, хитай һөкүмитиниң дәл уйғур дияридики қораллиқ сақчи қисми вә биңтүәндин әскәр йөткәп келип бастурғанлиқини нәқил елип өтти.
Нөвәттә шиветсийәдә яшаватқан сабиқ сақчи өмәр әпәндиму зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ намайишлирини бастурушта, хитай әскәрлирини йөткәп келип бастурушидики түп сәвәбләрниң бири хитай һөкүмитиниң һечқачан уйғурлардин болған йәрлик сақчиларға ишәнмәйдиғанлиқидин болидиғанлиқини билдүрди.
Һалбуки ма җү әпәндиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики наразилиқ намайишлириға охшаш хитай болмиған хәлқләрниң наразилиқ һәрикәтлирини хитай армийәсини йөткәп келип бастурушидики әң муһим сәвәбләрниң бири, хитай армийәсиниң әмәлийәттә компартийәниң һакимийитини қоғдайдиған коммунист партийәниң армийәси болғанлиқидин икәнлики, шуңа мустәбит хитай компартийә һакимийитиниң өз һөкүмранлиқини сақлашта әлвәттә армийәни хәлқни бастурушниң қоралиға айландурғанлиқини билдүрди.
Ма җүниң тәкитлишичә, хитай һөкүмитиниң өз наразилиқини ипадилигән уйғурларни вә башқа өктичиләрни қораллиқ һәрбий күчләр арқилиқ қанлиқ бастуруштәк бу қилмиши, хәлқниң наразилиқи вә тәнқидини қобул қилидиған ғәрб демократик һөкүмәтлиридин пүтүнләй пәрқлиқ болуп, бу хитайға охшаш мустәбит зораван һөкүмәтләрниң ортақ алаһидилики икән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.