Рабийә қадир: “хитайниң дегини раст болса қалған балилиримни вә туғқанлиримни көрсәтсун”

Мухбиримиз ирадә
2020.01.13
rabiye-tutulghan-perzentlir-1.jpg “хәлқара уйғур кишилик һоқуқ-демократийә фонди” ниң рәиси рабийә қадир ханимниң 4 пәрзәнти.
Photo: RFA

10-январ күни хитайниң һөкүмәт гезити болған “йәршари вақти гезити” тәрипидин “шинҗаң бөлгүнчилириниң туғқанлири уларниң ялғанчилиқини әйиблиди” мавзулуқ бир парчә мақалә елан қилинди. Уларниң бу қетимлиқ нишани уйғур рәһбәрлиридин “хәлқара уйғур кишилик һоқуқ-демократийә фонди” ниң рәиси рабийә қадир ханим вә дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәндиләр иди. Хәвәр төвәндики җүмлиләр билән башланған: “шинҗаң уйғур аптоном райониниң бир нәпәр хадими долқун әйса вә рабийә қадирдин ибарәт икки бөлгүнчиниң туғқанлири билән өткүзүлгән зиярәт хатирисиниң видийосини җүмә күнидики ахбарат елан қилиш йиғинида көрситип, уларниң ялғанчилиқлирини ашкарилиди”.

Хәвәрдин мәлум болушичә, 10-январ җүмә күни уйғур аптоном районлуқ ахбарат-учур ишханисиниң баянатчиси гүли аблим мәхсус ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүш арқилиқ рабийә қадир ханим вә долқун әйсаларниң аилилири сөзлитилгән видийони көрсәткән. Әмма “йәршари вақти гезити” шу күни испат сүпитидә пәқәтла рабийә қадир ханимниң аилиси сөзлитилгән видийони тивиттир арқилиқ хәлқараға тарқатқан. Мәзкур видийода рабийә қадир ханимниң чоң оғли қаһар абдуреһим вә икки нәврә қизи сөзлитилгән, шундақла уларниң өйидә усул ойнаватқан көрүнүшлири көрситилгән.

Рабийә қадир ханим радийомизниң зияритини қобул қилип, хитайниң видийода аран икки нәвриси вә икки балисини көрситиш арқилиқ америка һөкүмити вә хәлқараниң көзини бояшни мәқсәт қилғанлиқини билдүрди.

Рабийә қадир ханим һәққидә тарқитилған видийода униң айдин қаһар дегән нәвриси: “һазир үрүмчидә метро бар, биз ишик алдидила беләт алалаймиз. Дуняға даңлиқ маркиларниң кийимлирини халиғанчә алалаймиз, мана мушу тәрәққият әмәсму? мома, бу йәр һазир сиз аңлатқандәк әмәс” дегән. Униң чоң оғли қаһар абдуреһим бир мәсчиттики тәблиғ аңлаватқан кишиләр көрситилгән йәрдә сөз қилип: “һөкүмәтниң мәсчитләргә көңүл бөлидиғанлиқини, мәсчитләрдә қишта пар, язда соғуқ һава тәңшигүч барлиқини, мәсчитләрниң интайин йеңи вә азадлиқини, бу йәрдә бесим йоқлуқини” ейтқан.

Америкадики уйғур зиялийси елшат һәсән әпәнди болса хитай һөкүмитиниң һазирғичә мәниви қиммәтләрни һесабқа алмай, мәниви қиммәтләрни маддий байлиқ арқилиқ өлчимәкчи болуши толиму күлкилик, дәп көрсәтти.

Рабийә қадир ханим болса бу видийода аилисидикиләрдин бир қанчисиниңла көрситилгәнлики, қалған 31 кишиниң из-дерики йоқлуқини, буниңдин сирт йолдиши сидиқ һаҗи рози әпәндиниң аилиси вә уруқ-туғқанлиридин 66 кишини өз ичигә алған кучар, хотән, үрүмчи, қатарлиқ җайлардики уруқ-туғқанлиридин җәмий 206 адәмниң из-дерики йоқлиғини билдүрди.

Хитай һөкүмити уйғур елидә кишиләрни лагерға солашни башлиған 2017‏-йилидин буян 1 милйондин 3 милйонғичә уйғур, қазақ қатарлиқ милләт кишилириниң лагерға қамалғанлиқи мөлчәрләнмәктә. Чәтәлләрдики нурғун кишиләр өзлириниң лагерларға қамалған уруқ-туғқанлири һәққидә гуваһлиқ берип, уларниң ақивитини сүрүштә қилған вә бу һәрикәтләр хәлқаралиқ ахбарат васитилириниң зор диққитини қозғиғаниди. Хитай һөкүмити болса йеқиндин буян мушу хил һәрикәтләрдә сүрүштә қилинған халнур, хенимхан турди, езиз нияз қатарлиқ кишиләрни екранға чиқириш арқилиқ бу гуваһлиқ һәрикәтлириниң ялғанчилиқини илгири сүрмәкчи болған. Һалбуки елшат һәсән әпәнди хитайниң бундақ тәшвиқатлири хитай ичидики көрүрмәнләрни алдиялисиму, әмма чәтәлләрдә карға кәлмәйдиғанлиқини әскәртти.

Рабийә қадир ханимму сөзидә: “әгәр хитай һөкүмити униң аилә әзалириниң вә уруқ-туғқанлириниң сиртта икәнликини испатлаймән десә, чәтәллик мухбирларға уларниң ақсу кона шәһәр, кучар, хотән, үрүмчи вә қаримайда туруватқан йәрлирини көрситиши керәк”, деди. Рабийә қадир ханимниң қәйт қилишичә, у бир қисим пәрзәнтлириниң шәкли өзгәргән қуллар әмгикигә селиниватқанлиқини аңлиғанлиқини әскәртип: “мениң балилирим қуллар әмгикидин азад қилиниши керәк” деди.

Рабийә қадир ханим 11-январ күни бу һәқтә йәнә язма баянатму елан қилип, хитай һөкүмитидин гунаһсиз һалда түрмидә йетип чиққан оғуллири абликим вә алимни һәм сиңлиси хәлчәм қадирни көрситишни тәләп қилди. У язма баянатида, хитайниң һелиһәм дуняни алдашқа тиришиватқанлиқини әскәртип: “әгәр, хитайниң дегәнлири раст болса, немишқа мениң балилирим маңа телефон қилип бир әһвалму сориялмайду?” дәп сориған.

Диққәт қозғайдиғини, ”йәршари вақти гезити“ хәвиридә йәнә, шу күндики ахбарат елан қилиш йиғинида қоюлған долқун әйса һәққидики видийода униң ачиси арзугүл әйсаниң инисини әйибләп ”: бизниң ата - анимиз қерилиқтин вә кесәлликтин өлүп кәткән, бирақ мениң иним уни чәтәлдә туруп шинҗаңни қарилаш үчүн қоллинипту“ дегәнликини баян қилған, әмма бу һәқтики видийони тарқатмиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.