Профессор раһилә давутниң кесилип кәткәнлики вә түрмидә җаза муддитини өтәватқанлиқи ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2021.06.30
Профессор раһилә давутниң кесилип кәткәнлики вә түрмидә җаза муддитини өтәватқанлиқи ашкариланди Мәдәнийәт инсаншунаслиқи вә уйғур фолклори саһәсидә хәлқарада етирап қилинған юқири дәриҗилик тәтқиқатчи профессор раһилә давут мазар тәтқиқати қиливатқан мәзгиллиридә йәрлик аһалиләрдин учур топлаватқан көрүнүшләрниң бири.
Lisa Ross

Уйғур фолклори тәтқиқати саһәсидә хәлқаралиқ шан-шәрәпкә игә болған вә 2017‏-йилиниң ахири из-дерики ғайиб болғандин кейин хәлқара җамаәтниң техиму диққәт-етибарини қозғиған профессор раһилә давут һәққидә 4 йилдин буян хитай даирилири тәрипидин һечқандақ учур берилмәй кәлгән иди. Мухбиримизниң өткән һәптә шинҗаң университетиға қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида униң кесилип болғанлиқи вә нөвәттә түрмидә җаза муддитини өтәватқанлиқи, шундақла бу тоғрилиқ шинҗаң университетида мәхсус уқтуруш қилинғанлиқи ашкариланди.

Мәлум болушичә, ялғуз оқутуш вә тәтқиқат саһәсидики нәтиҗилири биләнла әмәс, бәлки йәнә күчлүк һәққанийәт туйғуси биләнму достлири вә хизмәтдашлири арисида йүксәк инавәт тапқан профессор, доктор раһилә давут, 2017-йилиға кәлгәндә хитай даирилири тәрипидин авази өчүрүлүшкә, қәлими сундурулуш башлиған, шундақла зәрбә берилидиған уйғур зиялийлар қара тизимликигә киргүзүлгән. У 2017-йилиниң ахири шинҗаң университетидики профессор ташполат тейип, арслан абдулла вә башқа даңлиқ оқутқучилар қатарида уштумтут мунбәрдин ғайиб болған.

Шинҗаң университети филологийә институтиниң бир хадими мәзкур институтта нөвәттә раһилә давут исимлик бир оқутқучиниң йоқ икәнликини баян қилди.

Америкадики актип паалийәтчи әқидә полат аниси раһилә давутниң тутқунда икәнликини дуняға ашкарилимақта.

Раһилә давутниң америкадики қизи әқидә полатниң радийомизға ашкарилишичә, у 2017-йилниң ахири аталмиш “бейҗиңға йиғинға маңғанлиқи” ни билдүргәндин кейин, телефони қайта елинмиған. Бу чағ уйғур районида кәң-көләмлик тутқун давам қиливатқан мәзгил болғачқа, әқидәниң көңли аписиниң бу “йиғин” ға меңишидин бир шумлуқни туйған болсиму, әмма аписиниң тутулушида бир уқушмаслиқ болғанлиқини пәрәз қилип өзигә тәсәлли бәргән вә бир йилчә вақитни униңдин учур күтүш билән өткүзгән.

Телефонимизни қобул қилған шинҗаң университети тәшкилат бөлүминиң бир хадими раһилә давутниң қачандин бери ишқа кәлмәйватқанлиқи һәққидики соалимизға җавабән өзлириниң бу һәқтә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини баян қилди. У бу арқилиқ раһилә давутниң хели бурунла хизмәттин тохтиғанлиқини васитилик һалда дәлиллиди.

Әқидә полат 2018‏-йилниң ахириға кәлгәндә анисиниң тутқунда икәнлики һәққидә мунасивәтлик кишиләр арқилиқ учур алған. Бир йиллиқ сүкүтиниң һечқандақ ишқа яримиғанлиқини тонуп йәткән әқидә полат әһвални дуняға ашкарилаш қарариға кәлгән вә америкадики уйғур һәрикити тәшкилатиға әза болуп, актип бир паалийәтчигә айланған. Нәтиҗидә раһилә давутниң ғайиблиқи һәққидә “ню йорк вақит гезити”, “вашингтон почтиси”, “дипломат” қатарлиқ дуняви нопузлуқ ахбарат органлирида хәвәрләр берилгән. Әмма хитай тәрәп мәйли әқидә полатниң өзигә вә яки хәлқара җамаәткә раһилә давут һәққидә һечқандақ учур бәрмигән.

Шинҗаң университети тәшвиқат бөлүминиң җав фамилилик башлиқи раһилә давутниң қанчә йиллиқ кесилгәнлики һәққидики соалимизға җавабән “бу дело һәққидә мәлумат беришкә болмайдиғанлиқи” ни тилға алди. Биз униңдин, “раһилә давутниң тутқунда икәнлики тоғриму?” дәп сориғинимизда, у: “тоғра” дәп җаваб бәрди.

Хитай даирилири йеқинқи 2 йил ичидә ачқан бирқанчә қетимлиқ ахбарат елан қилиш йиғинлирида, чәт әлдики бир қисим уйғур гуваһчиларниң гуваһлиқ баянатлирини инкар қилип, уларниң ғайиб аилә әзалири һәққидә қисмән мәлуматларни ашкарилиған болсиму, бу йиғинларда раһилә давут һәққидә һечқандақ еғиз ачмиған. Бәзи җәмийәт хәвәрлиридә раһилә давутниң түрмидики қейин-қистақ вә яки роһий бесим сәвәбидин саламәтликидә еғир мәсилә көрүлгәнлики, даириләрниң мушу сәвәбтин униң әһвалини җәмийәттин сир тутуватқанлиқи баян қилинған. Әмма шинҗаң университети хадимлири бу һәқтики соалимизниму җавабсиз қалдурди.

Хитай даирилириниң раһилә давут һәққидә һечқандақ еғиз ачмай турувелиши, хәлқара җамаәттә раһилә давутниң тәқдиригә қарита техиму күчлүк диққәт вә етибар қозғиған. Раһилә давут из-дерәксиз ғайиб болғандин кейин, хәлқарадики илмий органлар у тоғрилиқ мәхсус баянатлар елан қилған. Раһилә давут көп қетим хәлқаралиқ илмий мукапатларға намзатлиққа көрситилгән. “америка очуқ җәмийәт университетлар тори” 2019-йили униңға пәхрий профессорлуқ унвани бәргән болса;, баш штаби ню-йорктики “тәһдит астидики алимлар тәшкилати” 2020‏-йили униңға “тәпәккур җасарити” мукапати бәргән. Бу тәшкилатлар хитай һөкүмитигә хитабән баянат елан қилип, раһилә давутниң ақивити һәққидә мәлумат сориған вә уни дәрһал қоюп беришкә чақирип кәлмәктә. Әмма хитай тәрәп йәнила бу чақириқларға қулақ йопуруп кәлмәктә.

Шинҗаң университети мәмурийити сиясий бөлүминиң бир хадими раһилә давутниң түрмидә икәнлики вә бу һәқтә университетта мәхсус уқтуруш қилинғанлиқини баян қилиш арқилиқ раһилә давутниң кесилип болғанлиқи вә нөвәттә түрмидә җаза муддитини өтәватқанлиқини ашкарилиди.

Юқирида шинҗаң университети филологийә институтиниң профессори, хәлқаралиқ илмий нопузға игә тәтқиқатчи раһилә давутниң түрмидә икәнликиниң дәлилләнгәнлики тоғрилиқ мәлумат бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.