Патрик хәлзон: “уйғурлар учраватқан роһий зәрбә вә уларниң коллектип хатирисини йоқитиш хәвпи” (1)

Мухбиримиз ирадә
2020.06.08
xitaylashturush-kiyim-4-xjyc.gov.cn.jpg Қағилиқ наһийәлик 5-оттура мәктәп оқуғучилириға хитайниң әнәниви пасонидики кийимләр кийдүрүлүп, хитай әдәбияти өгитилмәктә. 2018-Йили өктәбир.
xjyc.gov.cn

Йеқинда шивитсийәдики упсала университетиниң доктор аспиранти патрик хәлзон “уйғурлар учраватқан роһий зәрбә вә уларниң коллектип хатирисини йоқитиш хәвпи” мавзулуқ мақалисини елан қилди. Мақалидә һазир хитай һөкүмити тәрипидин уйғурларға йүргүзүлүватқан бастуруш вә мәдәнийәт қирғинчилиқи сиясәтлири сәвәбидин кейинки әвлад уйғурларниң өз дөлити вә миллий мәдәнийити билән болған беғиниң үзүлидиғанлиқи, әксичә яш бир әвлад уйғурларниң коммунизм идеологийәсидә тәрбийәләнгән вә хитайчә сөзләйдиған кишиләрдин болуп йетишип чиқидиғанлиқидәк бир еғир хәвптин агаһландуруш бериду.

У мақалисидә хитай һөкүмити “шинҗаң”, уйғурлар “шәрқий түркистан” дәп атайдиған бу земинда яшайдиған уйғурларниң узундин буян хитай һөкүмитиниң зулумиға учрап кәлгәнликини әскәртип: “иккинчи дуня урушидин буян уйғурлардин башқа һечқандақ бир милләт өзиниң мәдәнийәт, тил вә диний сәвәбидин һуҗум нишани қилинип бақмиди,” дәп язиду.

Аптор мақалисидә һазир тәхминән 3 милйон әтрапида уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләрниң йиғивелиш лагерлирида икәнлики, уларниң пәрзәнтлириниң болса йетимханиларға йиғивелинип хитай мәдәнийити бойичә тәрбийәлиниватқанлиқини билдүргән. У мақалисидә: “бу балилар ата-аниси тәрипидин тәрбийәлиниш һоқуқидин мәһрум қилинған. Улар уйғур тили вә өрп-адәтлирини өгиништин мәһрум қилинған. Буниң орниға хитай мәдәнийити вә тили билән тәрбийәләнгән. Буниңдики нишан болса мутләқ ассимилиятсийәни ишқа ашуруш үчүндур,” дәп язған. Биз бу мақалиниң аптори патрик хәлзонни зиярәт қилип, униң билән уйғурлар учраватқан тәһдитләр һәққидики көз қарашлири үстидә сөһбәтләштуқ. У уйғур елидә йүргүзүлүватқан сиясәтләрниң хитай һөкүмити ейтқандәк “әсәбийликни түгитиш” яки “террорлуқни йоқитиш” әмәсликини тәкитлиди. У мундақ деди: “хитай һөкүмити бигунаһ уйғурларға коллектип һалда җазалаш сиясити йүргүзүватиду. Хитай һөкүмитиниң бу йәрдики мәқсити йеңи бир әвлад уйғурларни, йәни өзиниң йилтизини, кимликини унтуп қалған, уйғур болушниң немиликини, ана тили вә өрп-адәтлирини билмәйдиған йеңичә адәмләрни ясап чиқиштин ибарәт. Йәни бу дегәнлик мутләқ ассимилятсийә дегәнликтур”

Аптор мақалисидә юқиридикидәк һаләт давамлашқан тәқдирдә уйғурларниң коллектип әмнесийә, йәни коллектип хатирисини йоқитидиғанлиқини баян қилған. Коллектип хатирисини йоқитйиш җәмийәтшунаслиқ илмидә ишлитилидиған бир хас аталғу болуп, патрик әпәнди өзиниң немә үчүн бу аталғуни қолланғанлиқи һәққидә төвәндикиләрни баян қилди: “қисқичә қилип ейтқанда, әмнесйә дегәнлик бир хәлқ өзиниң земини, өрп-адәтлири, тили қатарлиқлардин айрилип қалғанда улар өзиниң йилтизи вә кимлики билән болған алақисини йоқитип қойиду. Шуңа мән уйғурларни узун муддәттә йүз бериш еһтимали болған бу ақивәттин агаһландуруш үчүн бу аталғуни ишләттим. Уйғурлар аз дегәндә 11 милйон нопусқа игә болған, нопус җәһәттин шевитләрдинму көп болған бир милләт, бундақ чоң милләтниң тили вә мәдәнийити асан йоқимаслиқи керәк, әмма уйғурлар учраватқан сиясәтләрниң интайин еғирлиқини нәзәрдә тутқанда, бу хәвпни йоқ дегили болмайду.”

Патрик хәлзон мақалисидә хитай һөкүмитиниң уйғурларни “уйғурлуқини билмәйдиған адәмләр” қилип өзгәртип қуруп чиқиш үчүн йүргүзүватқан бир қатар сиясий тактикилирини тәпсилий тонуштурған. Мәсилән, бина-имарәтләрдики вивискилардин уйғур йезиқиниң чиқириветилгәнлики, ресторанда “һалал” бәлгә болушиниң мәни қилинғанлиқи, сақал қойған яки яғлиқ артқанларниң җазаланғанлиқи, техи бир қанчә йил илгирила уйғурчә вә башқа йәрлик милләт тиллирида хели көп әдәбий әсәрләр нәшр қилинған болса, һазир буларниң орнини пүтүнләй хитайчә китаблар игилигәнликидәк әһвалларни тилға алған. У йәнә хитайниң “қошмақ туғқан” сиясити һәқққидиму алаһидә тохтилип төвәндикиләрни баян қилған:

“тәхминән бир милйон кадир уйғурларниң ‛диний ашқунлуқ‚ қа маһил яки әмәсликини назарәт қилиш үчүн уларниң өйлиридә турушқа әвәтилди. Буниңдики мәқсәт уйғурларни һөкүмәтниң нәзиридики ‛тоғра‚ адәтләр билән турмуш кәчүрүшкә вә аталмиш ‛ашқун идийә‚ ләрдә болмаслиқиға капаләтлик қилиштин ибарәт.”

У хитай дәватқан “ашқун” уқуми бойичә алғанда кишиләрниң өйлиридә исламға аит нәқишләр яки өйидә “қуран” сақлашниңму ашқунлуқ һесаблинидиғанлиқини шәрһләп өткән.

У бизгә қилған сөзидә хитай һөкүмити һазир уйғурлуққа даир һәммә нәрсини яки уйғурлуқниң һәрқандақ шәкилдики ипадилинишини “ашқунлуқ” дәп қараватиду. Шуңа уйғурлуқни билмәслик, неминиң радикал яки әмәсликини билмәсликтәк әһвалларниң уйғурларға беридиған роһий зәрбиси интайин еғир болиду. Мән һазир уйғурлар коллектип һалда еғир роһий зәрбигә учраватиду, дәп қараймән, деди

Биз патрик хәлзон билән йәнә уйғур зиялийлириниң тутқун қилиниши, хәлқара җәмийәтниң уйғурлар үчүн қилалайдиған ишлири һәққидиму сөһбәтләштуқ. Программимизниң кейинки қисмида бу һәқтә давамлиқ мәлумат беримиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.