Хитай билән росийә арисидики иқтисади ихтилаплар өткүрләшмәктә
2004.07.26
Росийә мәтбуатлириниң хәвиридин мәлум болишчә, русийиниң дуня сода тәшкилатиға кириш йолида хитай билән өткүзүватқан йеңи бир қарар сөһбити җәнвәдә давамлишиватқан болуп, росийә хитай даирилириниң сөһбәттики ипадисидин интайин нарази болған, шундақла хитайни русийиниң дуня сода тәшкилатиға әза болушиға қәстән тосқунлуқ қиливатиду дәп әйиплигән.
Хәвәрдә буниң бир рошән ипадиси сүпитидә нәқил қилип көрситишичә, хитай вәкилләр өмики сөһбәттә, росийини дөләт ичидики тәбиий газ баһасини өстүрүп, икиспорт қилиш баһасиға йәткүзүштәк тәләпни оттуриға қойған. Буниң алдида, пәқәт явропа бирликила бундақ тәләпни қойған болуп, росийә, явропа бирлики билән қайта қайта сөһбәт өткүзүш арқилиқ, миң бир тәсликтә бу һәқтә келишим һасил қилған иди. Шу чағдиму, росийә пиризиденти виладимир путин явропа бирлики рәисиниң бу тәлипигә қошулмиған.
Дуня сода тәшкилатиниң бәлгилимиси бойичә,мәзкур тәшкилатқа әза һәрқандақ бир дөләт еришкән етибар муамилә, тәшкилатниң башқа әзалириму өзлүкидин берилиду. Шуңа хитай тәрәпниң бу мәсилини қайта тәкитлиши, росийигә худди мушәққәт билән йәңгән бир мәйдан урушни қайта башлашқа тоғра кәлгәндәк еғир тоюлған. Буниңдин сирт, хитай тәрәп йәнә, әмгәк базирини ичиветиш, импорт беҗини зор дәриҗидә төвәнлитиш, икиспорт беҗини өзгәртиш қатарлиқ нурғун тәләпләрни қойған болуп, бу росийиниң дуня сәһийә тәшкилатиға кириш йолини толиму мүшкүлләштүргән.
Росийә дуня сода тәшкилатиға әза болуш үчүн сөһбәт илип барғили 11 йилдин ашти, бу йил 5 - айда яврупа бирлики билән өз ара килишим һасил қилалиши, росийиниң дуня сода тәшкилатиға кириш ишәнчисини зор дәриҗидә ашурған иди. Униң үстигә, росийиниң иқтисати йеқинқи йиллардин боян тиз әслигә киливатқан болуп, пиризидент путин йеқинда дөләт думасиға доклат берип, росийиниң бу йилниң биринҗи пәслидики иқтисати тәрәққият сүрити 7.3% Йәткәнликини, пуқраларниң кириминиң болса 9.9% Ашқанлиқини билдүргән.
У йәнә мундақ дигән: биз буниңдин яхши қилалишимиз момкинти. Бирақ нимила дигән билән биз иқтисати көтүрилишниң шәписини көриватимиз.
Росийә, дуня сода тәшкилатиға киришни, иқтисати тәрәққиятини илгири сүрүштә түрткилик рол ойнайду дәп қариғанлиқи үчүн, мәзкүр тәшкилатқа әза болушқа қәти бәл бағлиған. Росийиниң дуня сода тәшкилатиға кириш ишлириға мәсол муавин сода министири йеқиндила техи дуня сода тәшкилатиға әза болуш йолидики һәр тәрәплимә сөһбәтләрниң оңошлуқ боливатқанлиқини, росийиниң киләр йили йил ахирида дуня сода тәшкилатиға кирәлиши момкинлигини билдүргән иди.
Бирақ хитай тәрәпниң сөһбәттики ипадилири русийигә зәрбә болмақта. Әмма мулаһизичиләрниң билдүришичә, хитайниң росийәниң дуня сода тәшкилатиға киришигә қаттиқ тәләпләрни қоюши , кишини азрақму әҗәпләндүрмәйдикән. Чүнки росийә билән хитайниң сода ихтилаби йеқинқи вақитларда барғансери өткүрләшкән.
Бу йилниң бешида, росийә”содигәрләр“ гезитиниң ашкарилишчә, росийә таможна даирилири хитайдин импорт қилидиған малларға қаратқан баҗни юқири көтүрүш бәлгилимисини чиқарған. Хитайдин импорт қилидиған һәр бир кило малдин алидиған баҗни 7 һәссә өстүргән. Шуниң билән бир вақитта,йәнә хитайниң маллирини таможнидин өткүзүш рәсмийәтлирини қийинләштүргән. Таможна даирилиридин сирт, росийә сақчи даирилириму,русийидики хитай базарлириға қаратқан назарәтни күчәйткән. Бу йил 2 - айда росийә сақчилири, москвадики ” әмла “ топ сетиш мәркизидики хитайларниң 300 дин артуқ боткисини пичәтләп, хитай содигәрлириниң 30 милйон доллар қиммитидики маллирини мусадирә қилған.
Бәзи росийә әмәлдарлириниң ашкарилишичә, бу хил тоқунуш йүз беришиниң асаслиқ сәвәби, хитайниң баштин ахир русийиниң дуня сода тәшкилатиға киришигә тосқунлуқ қилғанлиқидин икән.Мәлуматларға қариғанда,хитай тәрәпму, русийиниң ангириски нефит туруба йоли қурулушини хитай билән әмәс бәлки японийә билән илип бармақчи болғанлиқиға интайин нарази болған икән.