Рушән аббас ханим “әркинлик җәңчиси мукапати” ға еришти

Мухбиримиз ирадә
2019.04.10
rushen-abbas-mukapar-1.jpg Уйғур паалийәтчиси рушән аббас ханим “непал 24 саәт” намлиқ ахбарат оргининиң бу йиллиқ “әркинлик җәңчиси” мукапатини тапшуруп алди. 2019-Йили 9-апрел.
RFA

“непал 24 саәт” намлиқ ахбарат оргини американиң калифорнийә штатида қурулған вә непал қатарлиқ җәнубий асия дөләтлиридә әркин ахбаратчилиқни илгири сүрүш мәқсити билән қурулған бир орган. Бу орган һәр йили бир қетим кишилик һоқуқ, кишилик әркинлик вә ахбарат әркинлики йолида тиришқан вә бу йолда төһпә яратқан кишиләрни таллап “әркинлик җәңчиси” мукапати билән мукапатлап келиватқан болуп, бу мукапат бу йил уйғур паалийәтчиси рушән аббас ханимға берилди.

Рушән аббас ханим 9-апрел күни америка дөләт мәҗлисидики гуваһлиқ бериш йиғинини аяғлаштурупла калифорнийә штатида өткүзүлгән бу мукапат тарқитиш мурасимиға йүрүп кәткән иди. У паалийәттә уйғурларниң нөвәттә йолуқуватқан еғир вәзийити һәққидә доклат бәргән вә мукапат тапшуруп алған. У бүгүн радийомизниң зияритини қобул қилғанда мәзкур органниң өзигә бу мукапатни беришигә өзиниң уйғурларниң кишилик һоқуқи үчүн қилған паалийәтлири вә шундақла уйғурларниң нөвәттики җиддий вәзийитигә болған һесдашлиқ сәвәб болғанлиқини билдүрди.

Рушән аббас ханимниң ейтишичә, юқиридики бу орган бу мукапат арқилиқ өзиниң паалийәтлири сәвәблик тутқун қилинған һәдиси гүлшән ханимға вә пүткүл уйғурларға болған һесдашлиқини ипадиләшниму мәқсәт қилған. Рушән ханим буниң өзигә нисбәтән зор риғбәтләндүрүш болғанлиқини ейтти.

9-Апрел ечилған “әркинлик җәңчиси” мукапатлаш мурасимиға калифорнийәдики уйғур зиялийлиридин әркин сидиқ әпәнди башчилиқидики ондин артуқ уйғурму қатнашқан. Әркин сидиқ әпәнди бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, бу паалийәтниң уйғур мәсилисини америкадики охшимиған қатлам яки җамаәтләргә тонутуш үчүн пайдилиқ сорунға айландурулғанлиқини ейтти.

Рушән аббас ханимму бу паалийәттә йәрлик һөкүмәтләрниң вәкиллири барлиқини, бу мәсилиниң вашингтондики сиясәт саһәсидин чиқип, йәрлик даиригә кеңийишиниң уйғурлар һәққидики икки қанун лайиһәсиниң мақуллиниши үчүн муһимлиқини билдүрди.

Әркин сидиқ әпәндиму сөзидә уйғур миллитиниң мәвҗутлуқи интайин еғир хәвп астида қалғанлиқини, лагерлардики уйғурларниң түркүм-түркүмләп хитайниң ичкири өлкилиригә йөткиливатқанлиқидәк хәвәрләр чиқиватқан бир шараитта уйғурларниң пүтүн күчини мәркәзләштүрүп өз сиясий дәвасини күчәйтиши зөрүрлүкини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.