Русийәдики һәрбий топилаң путин һакимийитиниң аҗизлиқини ашкарилап қойдиму?

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2023.06.27
Yevgeny-Prigozhin Русийәдики вагнер ялланма әскәрләр қомандани йевгини пригожин (Yevgeny Prigozhin)
AP

6-Айниң 24-күни, русийәдики вагнер ялланма әскәрләр қомандани йевгини пригожин (Yevgeny Prigozhin) тосаттин һәрбий өзгириш қозғап, русийәниң истратегийәлик шәһири ростовни контрол қилип, маторлашқан қисми билән москва шәһиригә 200 километир қалған йәргә қистап кәлгәндә, русийә президенти виладимир путин беларусийә президенти лукашинко билән бирликтә җиддий тәдбир қоллинип, 24 саәт ичидә бу һәрикәтни тохтатқан.

Бу қисқиғинә һәрбий өзгириш дуняниң диққәт нуқтисиға айланған болуп, америка вә чәтәл таратқулирида бу һәрикәтниң тезла мәғлуп болушиға даир хилму хил учурлар вә мулаһизиләр оттуриға чиқмақта. Америка CNBC  хәвәр қанилиниң анализиға қариғанда, вагнер ялланма әскәрләр қомандани йевгини прогожин русийәдә қан төкүлүшниң алдини елиш үчүн әскәрлирини өз җайиға қайтурғанлиқини җакарлиған.   Русийә президенти виладимир путин гәрчә вагнер гуруһиниң русийә армийәсигә қарши топилиңини бесиқтурған болсиму, бу ялланма армийә вә униң қомандани пригожинниң тәқдири наениқ болуп,  путин һакимийити йәнила давалғуш һалитидә турмақта икән.

Москваға қистап кәлгән пригожинниң тосаттин арқиға йениши һәққидә иҗтимаий таратқуларда  хилму хил пәрәзләр оттуриға чиққан; булардин бири, “топилаңдин илгири пригожин хотун-балилирини түркийәгә йолға салған, топилаң йүз бәргәндә путин беларусийә президенти лукашенкони түркийәгә әвәтип, әрдоғанниң маслишиши билән пригожинниң хотун-балилирини беларусийәгә қайтуруп келип, пригожинға тәһдит салған” дегән қараш болса, йәнә бири, “пригожин москвани сақлап турған бир генерал билән алдин дейишип қойған, йәни улар ички вә ташқи җәһәттин маслишип, москвани игилимәкчи болған; әмма пригожин мускваға аз қалғанда, у генералдин учур кәлмигән. Ички қисимдин ярдәм болмиса пригожин  бир нәччә миң әскири билән москвани игилийәлмәйтти, шуңа у бу пиланидин ваз кечишкә мәҗбур болған” дегән қараштур. Үчинчи бир хил қараш болса, виладимир путин һазирқи русийә дөләт мудапиә министирини вәзиписидин елип ташлиялмай, прогожин васитиси арқилиқ уни һоқуқтин чүшүрүш үчүн бу оюнни ойнап чиққан” дегән қараштур, әмма анализчилар бу үчинчи хил еһтималлиқниң төвән икәнликини илгири сүрүп, украина уруши давамлишиватқан вәзийәттә путинниң бундақ хәтәрлик оюнға тәвәккүл қилалмайдиғанлиқини билдүргән.

Америкадики сиясий анализчи гордон чаң бу һәқтә мундақ деди: “бәзиләр пригоҗжинниң бу исяни әтраплиқ пиланланған бир оюн демәктә. Әлвәттә, русийә сирлиқ бир дөләт, у йәрдә немә ишлар болуватқанлиқини дәрһал биләлмәймиз. Әмма қандақ иш йүз бәрсун, виладимир путин өзини аҗиз көрситип қойидиған бир оюн ойнимайду. Мустәбитләр әзәлдин бундақ қилмайду, болупму һоқуқтин айрилип тәхтидин ғулаш хәвпи болған мустәбитләр техиму бундақ қилмайду”.

6-Айниң 25-күни, америка ташқи ишлар министири антони билинкен бу һәқтә сөз қилип: “бу қетимқи топилаң русийә һакимийитиниң ички қисмидики бөлүнүшни көрситип бәрди, биз ахирқи нәтиҗини техи көрмидуқ” дегән. Президент җов байден “американиң бу ишта қоли бар” дегәнләргә рәддийә берип: “биз бу ишқа арилашмидуқ, бу русийәниң ички қисмидики тоқунуш” дегән.

Әнглийәдә чиқидиған “муһапизәтчи” гезити ториниң 25-июн күни бәргән хәвиридә ейтилишичә, топилаңдин илгири вагнер гуруһи қомандани пригожин русийәниң украинаға қилған һуҗумида өлгәнләрниң көпийип кәткәнликини тилға елип, русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу (Sergei Shoigu) ниң қабилийәтсизлики вә тәлвиликини әйиблигән;  топилаңдин кейин  болса,  бу қетимқи мәқситиниң путин һакимийитини ағдуруш әмәс, бәлки русийәниң хәвпсизликини қоғдаш икәнликини, дөләт ичидә қан төкүлүшни халимайдиғанлиқини, әмма русийә җәмийитиниң йәнила һәрбий өзгиришкә еһтияҗлиқ икәнликини билдүргән.

BBC Ториниң 26-июн күни бәргән хәвиридә, пригожинниң шуни күни елан қилған 11 минутлуқ сөзи тәһлил қилинған болуп, прогожин сөзидә вагнер гуруһиниң бу һәрикитиниң русийәниң мәнпәәтигә уйғун икәнликини билдүргән, әмма президент путинниң һөкүмранлиқиға зиян салғанлиқини, уни қийин әһвалда қойғанлиқини етирап қилған.

Мәлум болушичә, вагнер гуруһиниң 25 миң әскири болуп, көпинчиси дәм елишқа чиққан әскәрләр вә түрмидин қоюветилгән җинайәтчиләрдин тәшкил тапқан. Түркийә һаҗәттәпә университети оқутқучиси, доктор әркин әкрәмниң қаришичә, бу қетимқи исянниң келип чиқишидики сәвәбләрдин бири, прогожин вә униң қошуниниң русийә дөләт армийәсигә тәвә болушни халимиғанлиқи икән. Әркин әкрәм әпәнди бу қетимлиқ исянда тиғ учиниң путинға әмәс, русийә дөләт мудапиә министири сергий шойгуға қаритилғанлиқини билдүрди.

Көплигән анализчиларниң қаришичә, вагнер гуруһи қомандани пригожинниң “рәзилликни тохтитиш” үчүн башлатқан бу исяни гәрчә мувәппәқийәтлик болмиған болсиму,  украинаниң русийә армийәсигә қарши урушиға мәдәт бәргән. Вагнер ялланма әскәрлири украина урушидики әң маһир җәңчиләр болуп, уларниң бөлүнүши русийәниң украина җәң мәйданидики күчини аҗизлитидикән.

Америка ратгерс университетиниң профессори, украина вә русийә мәсилилири мутәхәссиси александир мотил (Alexander Motyl) радийомизға елхәт арқилиқ қайтурған җавабида,  бу вәқәгә болған көз қаришини билдүрүп мундақ дәйду: “мән шуниңға қәтий ишинимәнки, путин һакимийити лиңшип қалди. Пригожин вәқәсиниң йүз бериши бу һакимийәтниң ғулап чүшүшигә сәвәб болуши мумкин. Русийәдә һәрбий вә сиясий малиманчилиқ қанчә көп йүз бәрсә, украина хәлқи вә башқа инсанлар үчүн шунчә яхши болиду”.

Бу топилаңдин кейин русийәниң муавин ташқи ишлар министири андреи нуденко (Andrei Rudenko) бейҗиңға келип, хитай ташқи ишлар министири чин гаң билән көрүшкән, чин гаң хитайниң  русийәниң дөләт муқимлиқи вә тәрәққиятини қоллайдиғанлиқини билдүргән. “муһапизәтчи” гезитиниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, бу топилаң йүз бәргәндә хитай таратқулири хәвәр бәргән болсиму, һөкүмәт тәрәптин  һечқандақ баянат елан қилмиған. Хитайниң дөләт таратқуси болған “йәршари вақти гезити” 25-июн күни бәргән хәвиридә, прогожин қозғиған бу топилаңниң ғәрб медиялирида “русийә парчилинип вәйран болидиғандәк хата тәшвиқ қилинғанлиқи, уларниң ғәризиниң русийә җәмийитини парчилаш икәнлики” көрситилгән.

Доктор әркин әкрәм хитайниң вагнерға охшаш ялланма әскәрләр гуруһидин наһайити еһтият қилидиғанлиқини, шуңа русийәниң бу қошунни пүтүнләй бойсундурушини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

“муһапизәтчи” гезитиниң бу һәқтики анализиға қариғанда, хитайниң русийәни қоллиши аң-идийәдики охшашлиқ вә мәнпәәттики шерикликни асас қилған болуп, хитай баш секретари ши җинпиң бу топилаңни бесиқтурған путинни илгири қандақ қоллиған болса, буниңдин кейинму қоллайдиғанлиқини ипадилигән. Чүнки путинниң русийәси вәйран болса, хитайму еғир күнгә қалидикән.

Гордон чаң әпәнди бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “ хитай һөкүмити өткән һәптә ахири йүз бәргән пригожин вәқәсидин чөчүгәндәк қилиду. Улар вагнер гуруһи хоҗайини билән виладимир путин оттурисидики сүркилишни билиду. Шуғиниси, хитай әмәлдарлири немә қилишини биләлмәй қалғандәк қилиду. Топилаң вақтида, хитайниң дөләт таратқулири һә дәп русийәниң тәшвиқатини қилди. Наһайити рошәнки, улар гаңгирап, немә дейиш керәкликиниму биләлмәй қалди”.

CNBC Ниң хәвиридә көрситилишичә, бу топилаң русийә президенти путинниң өз йеқинлирини халиғанчә ишқа қоюштәк мустәбитликигә берилгән бир зәрбә икән. Әмма путинниң һоқуқ тутқандин бери сиясий рәқиблиригә зәрбә берип кәлгәнлики вә буниң чоңқур тәсирини  нәзәрдин сақит қилишқа болмайдикән.

Русийә ахбаратлирида, прогожинниң бу исяндики җавабкарлиқиниң сүрүштүрүлидиғанлиқи хәвәр қилинған. Әмма кримел сарийи баянатчиси димитри пискоф (Dmitry Peskov) буниңға зит гәп қилип: “москваға кирмәслик тоғрисида  вагнер гуруһи билән  келишим түзгәндә,  бу келишимгә асасән прогожин вә униң әскәрлириниң җавабкарлиқи сүрүштүрүлмәйду” дегән. Буниң зади қайсиси раст, прогожин вә униң әскәрлириниң тәқдири қандақ болиду, бу техи һазирчә намәлум икән.

Русийәдә бу топилаң йүз бәргәндин кейин, явропа иттипақи вә нато украинаға давамлиқ һәрбий ярдәм беридиғанлиқини җакарлиған. 6-Айниң 26-күни, украина армийәси русийәниң қолидин шәрқий җәнубтики бир йезисини қайтурувалғанлиқини елан қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.