Сам бровнбәк: “әмди уйғур қанунини иҗра қилишниң вақти кәлди!” (1)

Мухбиримиз әзиз
2020.06.24
sam-brownback Американиң хәлқаралиқ диний әркинлик алаһидә әлчиси сам бровнбәк әпәнди әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң зияритини қубул қилди.
RFA

Сам бровнбәк: яхши, яхши. Әмисә иссиқида башлимаймизму?

Мухбир: болиду, әмисә “иссиқида” башлайли! биринчи соалим, америка дөләт мәҗлиси “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” ни мақуллиғандин кейин 17-июн күни президент трамп буниңға имза қойди. Бу уйғурларниң һәқ вә һоқуқлирини қоғдаштики тунҗи қанун болғанлиқи үчүн муһаҗирәттики уйғур җамаити америка һөкүмитидин бәкму хурсән болди. Шундақла буниңдин зор һаяҗанға вә мәмнунийәткә чөмди. Шуниң билән биргә өткән йәкшәнбә күни (21-июн) америка вә канададики уйғурлар ақсарай вә торонтодики америка консулханиси алдиға йиғилип америка һөкүмитиниң бу қанун лайиһәсини мақуллиғанлиқиға миннәтдарлиқ билдүрди. Нөвәттики һаяҗан вә миннәтдарлиқ туйғуси ичидә улар “бу қанун лайиһәсиғу мақулланди. Әмди кейинки қәдәм қандақ болар?” дәп сораватиду.

Сам бровнбәк: алди билән мениң диққитимни тартқини трамп һөкүмитиниң уйғурлар мәсилисини тәкитләштә дунядики һәрқандақ бир дөләткә қариғанда техиму салмақлиқ болған бир қәдәмни алғини болди. Чүнки буниңдин илгири уйғурларға зиянкәшлик қиливатқан хитай әмәлдарлирини җазалаш һәққидә пикирләр оттуриға чүшкән. Сода министирлиқиму хитай өлкилиридики пән-техника ширкәтлиридин хитай һөкүмити үчүн ахбарат топлаш хизмитигә иштирак қилғанлирини җазалашни тәкитлигән. Хитай һөкүмитиниң пүтүн дөләтни бир “ака” ниң хас мүлкигә айландурувалғанлиқиға қарита түрлүк әйибләш оттуриға қоюлған. Шуниң билән биргә хитайдики бир қисим ширкәтләрниң мәһсулатлири мәҗбурий әмгәккә четилип қалғанлиқи ‍үчүн буниңдин кейин уларниң мәһсулатлирини америкаға експорт қилиши чәкләнгән. Қисқиси бу җәһәттә көплигән җазалаш тәдбирлири вуҗудқа кәлгән иди. Мениңчә, биз үчүн вә дуня җамаити үчүн әмдики қәдәм шинҗаңдики мәсилиләр вә хитайниң қиливатқанлири һәққидә давамлиқ сөз қилиш, шуниңдәк бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) билән бирликтә техиму көп дөләтләр американиң биваситә һалда хитайға қарита қоллиниватқан һәрикәтлиригә аваз қошуши, бу йүзлинишни уйғур хәлқи дуч келиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һәл болғучә давам қилиши лазим. Мениңчә, бу һазирқи дуняда әң зор әһмийәткә игә болған бир иш болуп қалди. Чүнки милйондин ошуқ мусулманлар лагерларға қамилип болған болсиму, көплигән чоң дөләтләр, йәнә келип бир қисим мусулман дөләтлириниң бу һәқтә зуван сүрмәслики һәқиқәтән кишиниң номусини кәлтүриду. Чүнки һечқачан көрүлүп бақмиған һәмдә адәмниң әқлигиму сиғмайдиған мушундақ бир һадисә 2020-йили шундақ чоң вә зор тәсиргә игә болған хитайда йүз бериватиду.

Мухбир: шундақ. Худди сиз тәкитләп өткәндәк, башқа дөләтләрму америка һөкүмити башлиған ашу қилмишларға хатимә бериш һәрикитигә қошулуши лазим. 2017-Йили баһарда лагер мәсилиси башланғандин буянқи үч йилда американиң явропа яки башқа җайлардики иттипақдашлири бу мәсилини тәкитләп бақтиму? йәни бу һәқтә өз әндишилирини ипадиләп қоюш шәклидә әмәс, әксичә бир милйондин артуқ уйғур вә башқа түркий хәлқләр қамалған лагерларни тақаш һәққидә хитай һөкүмитигә кәскин чақириқ қилип бақтиму?

Сам бровнбәк: өткән йили (2019-йили) б д т чоң йиғининиң қошумчә йиғини мәзгилидә бирнәччә дөләт бизгә қошулуп, мәвҗут реаллиқни тәкитлиди. Шу вақитта бир қисим шаһитларниң баянлирида лагерларға қамалған ‍уруқ-туғқанлириниң кәчмишлири арқилиқ уларниң бешиға кәлгән қабаһәтлик паҗиәләр аңлитилған иди. Шу вақитта бизгә явропа әллиридин үчи аваз қошқан иди. Һазир болса барғансери көп дөләтләр бу сәпкә қошулуватиду вә сөз қиливатиду. Биз уларниму кейинки қәдәмни биллә бассикән, дәп үмид қиливатимиз. Хитай һазир нурғунлиған дөләтләргә попоза қилип, уларни бу мәсилә һәққидә пикир қилмаслиққа қиставатиду. Лекин һазир бу мәсилиләрни тәкитләватқан һәмдә бирәр әмәлий һәрикәт қоллинишни тәшәббус қиливатқан дөләтләрниң сани ешип бериватиду. Америка һөкүмити мушу қәдәмни алған икән, әмди барғансери яманлишиватқан кишилик һоқуқ вәзийитигә қарита кейинки қәдәмдә йәнә қандақ җаза тәдбирлирини қоллинишқа болидиғанлиқи һәққидә ойлиниши лазим. Буниңдики әң зор бир мәсилә дунядики башқа дөләтләр, болупму мусулманларни асас қилған ислам дөләтлириниң көкрәк керип оттуриға чиқиши һәмдә хитай компартийәсиниң ислам етиқадидики кишиләргә зиянкәшлик қилиш қилмишини әйиблишидур. Чүнки кишиниң әқлигә сиғмайдиған бу ишлар нәқ мушу минутларда йүз бериватиду. Бәхткә қарши һазир техиму зор зиянкәшликләр оттуриға чиқиватиду, булар болса юқири пән-техникилиқ назарәт һәмдә кишиләрниң иқтисадий вә иҗтимаий саһәләргә иштирак қилишини чәкләш шәклидә көпләп мәлум болуватиду.

Мухбир: шундақ. Ислам дөләтлиридин бу мәсилә һәққидики әндишилирини хитайға билдүрүшни ойлишиватқанлар барму?

Сам бровнбәк: түркийә бу һәқтә сөз қилди. Йәнә башқа бир қисим дөләтләрму шундақ қилди. Әмма хитай һөкүмити учиға чиққан өктәмлик билән ислам дөләтлиригә қарши “хәлқара мунасивәт уруши” қозғаш арқилиқ бу дөләтләргә йиғивелиш лагерлирини “кәспий маһарәт мәктипи” дәп чүшәндүрүшкә башлиди. Әмма биз шаһитларниң баянлирини аңлидуқ. Улар мәҗбурий йосунда тутқун қилинип, мәҗбурий һалда ашу җайларға апирилған. Улар әқәллийси нурғун нәрсиләрдин мәһрум қалдурулған, һәтта уларниң балилириға “муһәммәд” дегән шунчилик аммибаб мусулманчә исимни қоюшму мәни қилинған. Һазир болса уларниң қәбрилири вәйран қилиниватиду. Биравни сағлам етиқади сәвәблик бастуруш һечқандақ муқамға тоғра кәлмәйду. Бу хитай һөкүмити ғәрәзлик һалда иҗра қиливатқан бир түрлүк диний етиқад зиянкәшликидур. Хитай һазир бир пүтүн милләтни өзлириниң диний етиқадидин тосуп қалмақчи болуватиду.

Бу сөһбәтниң давамиға қизиқсаңлар, диққитиңлар кейинки программимизда болсун.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.