Хитай дипломатик органлириниң сахта тәшвиқатлири тордашларниң қаттиқ ғәзипини қозғимақта

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2021.07.27
Хитай дипломатик органлириниң сахта тәшвиқатлири тордашларниң қаттиқ ғәзипини қозғимақта Хитайниң түркийә әлчиханиси 2021-йили 26-июл күни елан қилған қисқа видийода уйғур оқуғучиларниң уйғурчә йезилған доскиға қараватқан көрүнүши киргүзүлгән. (Хитайниң түркийәдики әлчиханисиниң тор бетидин сүрәткә елинған)
RFA/Azigh

Йеқиндин буян түркийәдики хитай әлчиханисиниң иҗтимаий тартқу һесаблирида уйғур ели билән мунасивәтлик қисқа видийолар елан қилинишқа башлиған болуп, хитай һөкүмити райондики қирғинчилиқ сиясәтлирини бу хил усуллар арқилиқ йошурушқа урунуп кәлмәктә.

Хитайниң түркийәдә турушлуқ әлчиханиси тивиттир һесаби арқилиқ “шинҗаңни йиңидин тонуш вә шинҗаңдики нормал инсанларниң һаятини чүшиниш үчүн” намлиқ қисқа филимләрни тарқитидиғанлиқини илан қилғаниди. 20-Июл күни уйғур елидики йәрлик хәлқләрниң хитай һөкүмранлиқи астида хошал-хорам яшаватқанлиқиға аит тунҗи видийо елан қилинған болуп, 26-июл вә 27-июл күни охшаш мәзмундики пәриқлиқ сүрәтлик филимлар хитай әлчиханисиниң тивиттир һесаби арқилиқ тарқитилған.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай һөкүмити уйғур мәсилиси түпәйли хәлқарада давамлиқ төвәнләватқан образини қутулдуруш үчүн бу хил тәшвиқат усуллиридин пайдилинишқа тиришип кәлмәктә. Бирақ, тордашларниң инкасиға қариғанда, хитай дипломатик органлириниң уйғурларниң һаятини хатирҗәм вә хошал-хурам қилип көрситиш тиришчанлиқиниң дәл әксичә үнүм бериватқанлиқи мәлум. Хитай һөкүмитиниң бу хил сахта тәшвиқатлири тордашлар тәрипидин қаттиқ әйибләнгән болуп, тордашлар бирдәк мәҗбурий сүрәткә илинған бу хил син көрүнүшләрниң реаллиқни йошуруп қалалмайдиғанлиқини ейтишқан.

“милләт нөвәттә” һәрикитиниң башламчилиридин түркийәдики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси җәвлан ширмәмәт әпәндим зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики йәрлик хәлқләргә йүргүзүватқан етник қирғинчилиқ сияситини йошуруп қалалмайдиғанлиқини, хитай һөкүмитиниң өз образини қоғдаш үчүн бу хил сахта учурларни тарқитиватқанлиқини, бу хил тәшвиқатларни хитай һөкүмитиниң барғансери төвәнләватқан образи алдида әндишилиниватқанлиқиниң сигнали дәп қарашқа болидиғанлиқини ейтти.

Уйғур академийәсиниң муавин рәиси абдулһәмид қарахан әпәндим зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң һаятини хушал-хурам қилип көрситиш тиришчанлиқниң мәғлуп болидиғанлиқини ейтти.

Хитай һөкүмити гәрчә уйғурларниң шатлиқ ичидә яшаватқанлиқини, уйғур қирғинчилиқиниң мәвҗут әмәсликини ейтип келиватқан болсиму, изчил хәлқаралиқ ахбарат васитилириниң районда чәклимисиз хизмәт қилишиға тосқунлуқ қилип кәлмәктә. Йиғивелиш лагери, мәҗбурий әмгәк вә халиғанчә тутқун қилиш әһваллириниң мустәқил ахбарат васитилири тәрипидин тәкшүрүлүшини рәт қилмақта.

Хитайдики тор видийолири арқилиқ уйғурларниң һәқиқий әһвалини ашкарилашта муһим рол ойнап келиватқан йиғивелиш лагери шаһитлиридин зумрәт давут ханим зияритимизни қобул қилип, мәзкур мәсилә һәққидики көз қарашлирини биз билән ортақлашти.

Хитай һөкүмити һәр хил тәшвиқат усуллиридин пайдилинип қирғинчилиқ сияситини ақлашқа урунуп келиватқан болсиму, көзәткүчиләр, мустәқил ахбарат васитилириниң тиришчанлиқи вә хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң илмий доклатлири сайисидә уйғур қирғинчилиқиниң йошуруп қалалайдиған вәзийәттин һалқип кәткәнликини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.