Аталмиш “шинҗаң саяһәтчилики” дә вәйран қилиниватқан уйғур мәдәнийити
2024.08.13
Хитайниң һөкүмәт таратқулири 2024-йили киргәндин буян “шинҗаң саяһәтчилики” ниң барғанчә йүксәлгәнликини хәвәр қилмақта. “тәңритағ” ториниң 8-айниң 9-күнидики хәвиридә, “2024-йилниң алдинқи йәттә ейида районға 165 милйон саяһәтчи қобул қилинип, саяһәт кирими 186 милярд 851 милйон йүәнгә йетип, бултурқи охшаш мәзгилдикидин %28.53 Ашқан” дейилгән.
Аталмиш “шинҗаң саяһәтчилики” һәққидики хәвәрдә дейилишичә, бу йилқи чәтәллик саяһәтчиләр қазақистан, малайсия вә тайланд қатарлиқ дөләтләрни асас қилған; хитай ичидики саяһәтчиләр болса сичүән, чуңчиң, җяңсу вә җеҗяң қатарлиқ өлкә вә шәһәрдин кәлгән саяһәтчиләр икән. Хәвәрдә “2024-йиллиқ пиланда шинҗаң 300 милйон саяһәтчи қобул қилиш нишаниға йетиш үчүн тиришиду” дейилгән. Хәвәрдин мәлум болушичә, бу йил райондики 14 вилайәт, област вә шәһәрдә мәдәнийәт саяһәтчилики нуқта қилинған болуп, қәшқәр қәдимий шәһәр саяһити, наһийә-базарлардики авам пуқраларниң турмуш адитини көрситиш саяһити, мәнзирилик нуқтилар саяһити қатарлиқ көп хил саяһәт түрлири йолға қоюлуп, алаһидә сода шәклидики саяһәтниң тез тәрәққиятқа еришкәнлики тәкитләнгән.
Һалбуки хитай саяһәтчилири тарқатқан син көрүнүшлиридә, мәзкур саяһәт нуқтилиридики меһман-сарай, ресторанларниң бир қисминиң әмәлийәттә уйғурларниң муқәддәс диний ибадәт орунлири болған мәсчитләрдин өзгәртилгәнлики, шундақла хитай саяһәтчилириниң у йәрләрдики түрлүк әхлақсиз қилмишлири ашкариланмақта.
Мәсилән, америкидики уйғур паалийәтчиләрдин лагер шаһити зумрәт давут 8-авғуст күни фәйсбокқа йоллиған бир синлиқ көрүнүштә, уйғур тарихидики нәччә миң йиллиқ тарихқа игә болған турпан каризлирида саяһәт қиливатқан хитай саяһәтчилириниң уйғурларниң суни пакиз тутуш әқидисигә хилап һалда, турпандики кариз сүйигә мәйнәт путлирини чилап, мевә шөпүклири, ешип қалған тамақ вә қуруқ ботулкиларни ташлаватқанлиқи көрситилгән.
Илгирики ашкариланған бир син көрүнүшидә, 2023-йили рамизан мәзгилидә хитай саяһәтчилириниң кучадики даңлиқ мәсчиттә, йерим-ялиңач кийингән уйғур қизи ойниған “күсән уссули” ни тамаша қиливатқанлиқи көрситилгән болуп, уйғурларниң диний етиқади вә әхлақ әнәниси һақарәтләнгән бу қилмиш чәтәлләрдики уйғур җамаити вә тәшкилатлириниң қаттиқ әйиблишигә учриғаниди.
Дуня уйғур қурултийиниң диний ишлириға мәсул муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәндиниң билдүрүшичә, уйғурларниң диний ибадәт орни вә муқәддәс җайлири болған мәсчитләрниң зор қисми чеқиветилгәндин башқа, нөвәттә сақлинип қалған мәсчитләр хитайлар халиғанчә зиярәт қилидиған саяһәт нуқтилириға айландурулмақта икән. Униң тәкитлишичә, нөвәттә һәтта рамизан күнлиридә мәсчитләр уйғурларға тақилип, хитай саяһәтчиләргә ечиветилгән болуп, бәзилири хитайлар көңүл ачидиған бәзмиханиларға айландурулған. Мана булар хитай даирилириниң уйғурларниң диний етиқади вә мәдәнийитини мәқсәтлик, пиланлиқ вәйран қиливатқанлиқиниң испати икән.
Униңдин башқа, уйғур елидә, бир қисим меһмансарай вә ресторанларниң әслидики җамә вә мәсчитләрдин өзгәртилгәнлики ашкариланғаниди. Булардин бири, ғулҗа шәһири “қазанчи саяһәт райони” да хитайлар тәрипидин меһмансарайға айландурулған, хитайчә “фәнҗиң” йәни “мәнзирилик һойла” дәп нам берилгән саяһәт нуқтиси болуп, радийомиз уйғур бөлүми тәрипидин 2022-йили 4-айда дәлилләнгәниди.
Игилишимизчә, мәзкур меһмансарай 2019-йилдин буян бейҗиңлиқ бир хитай тәрипидин саяһәтчиләргә ечиветилгән. Әһвални билидиған ғулҗилиқлар радийомизға қилған сөзидә, ғулҗиниң саяһәт мәркизи “қазанчи саяһәт райони” ға җайлашқан бу меһмансарайниң әслидә ғулҗа шәһириниң хитай базири әтрапидики “өзбек мәсчити” дәп атилидиған мәсчит икәнликини, бу мәсчиттә таки 2016-йилғичә намаз оқуш давам қилип кәлгәнликини билдүргәниди.
Америкидики уйғур паалийәтчилиридин “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханим радийомиз зияритини қобул қилип, мәзкур тәшкилатниң хитай һөкүмитиниң саяһәт тәшвиқатиниң сиясий мәқсити вә районда давам қиливатқан аталмиш “шинҗаң саяһәтчилики” дә вәйран қилиниватқан уйғур мәдәнийити һәққидә мәхсус доклат тәйярлаватқанлиқини билдүрди.
Униң билдүрүшичә, гәрчә хитай һөкүмити уйғур диярида саяһәтчиликниң тәрәққий қиливатқанлиқи вә зор иқтисадий үнүм яритилғанлиқини базарға салсиму, хитай һөкүмити вә хитай ширкәтлири үчүн пайда яритиватқан бу хил саяһәтчиликтә уйғурларниң муқәддәс җайлири вә мәдәнийәт излири вәйран қилинмақта икән.
Хитай саяһәтчилири тәрипидин тарқитилған син көрүнүшлиридә йәнә уйғур елидики мәнзирилик җайларда саяһәт қиливатқан хитай саяһәтчилириниң саяһәт нуқтилирида халиғанчә ташлиған әхләтләрниң дөвилинип кәткәнлики әкс әттүрүлгән.