Шәрқий түркистан миллий ойғиниш һәрикити американи уйғурлар үчүн һәрикәт қилишқа чақирған

Мухбиримиз мәмәтҗан җүмә
2021.02.07
Шәрқий түркистан миллий ойғиниш һәрикити американи уйғурлар үчүн һәрикәт қилишқа чақирған Шәрқий түркистан миллий ойғиниш һәрикитиниң әзалири “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң хатирә күнидә америка ташқи ишлар министирлиқи алдиға йиғилип, американи уйғурларға қаритилған қирғинчилиқини аяғлаштуруш үчүн һәрикәт қилишқа чақирған. 2021-Йили 5-феврал.
Social Media

Шәрқий түркистан миллий ойғиниш һәрикитиниң әзалири “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң хатирә күнидә америка ташқи ишлар министирлиқи алдиға йиғилип, американи уйғурларға қаритилған қирғинчилиқини аяғлаштуруш үчүн һәрикәт қилишқа чақирған.

Мәзкур тәшкилат бу һәқтә елан қилған баянатқа қариғанда, тәшкилат рәһбири салиһ худаяр мундақ дегән: “биз, хәлқимиз үчүн адаләт издәп һәмдә хитайниң нәччә он йиллиқ мустәмликиси вә ишғалийитини ахирлаштуруш үчүн тинч йосунда оттуриға чиққан батур қиз-йигитлиримизни әсләймиз вә уларға еһтирам билдүримиз. Гәрчә ғулҗа инқилаби рәһимсизләрчә бастурулған болсиму, әмма у миллитимизни ойғитиш вә хәлқимизниң әркинлик вә мустәқиллиқ үчүн тиришиш ирадисини дуняға намаян қилишта һәл қилғуч рол ойниди.”

5-fewral-namayish-state-department-02.jpg

У йәнә баянатида җо байден һөкүмитини хитай уйғур елидә йүргүзүватқан “21-әсирдики қирғинчилиқ” ни аяғлаштурушқа чақирған.

У мундақ дегән: “биз, президент җо байдин рәһбәрликидики америка һөкүмити вә антоний биллинкенниң рәһбәрликидики америка ташқи ишлар министирлиқиниң хитайниң 21-әсирдики чоң қирғинчилиққа охшаш шәрқий түркистандики қирғинчилиқиға хатимә бериш үчүн тездин һәрикәт қилишини тәләп қилимиз.”

Намайишқа уйғур, қазақ вә башқа түркий милләтләр қатнашқан.

Хитай даирилири 1997-йили 5-феврал ғулҗа яшлири тинч йосунда елип барған наразилиқ намайишини қанлиқ бастурған вә нурғунлиған бигунаһ кишиләрни тутқун қилған иди. Намайишта зади қанчилик адәмниң өлтүрүлгәнлики һазирчә бир сир болуп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.