“шәрқий түркистан тарихи” түрк тилида истанбулда нәшр қилинди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2022.01.06
“шәрқий түркистан тарихи” түрк тилида истанбулда нәшр қилинди Докторант абдулла оғуз тәтқиқат үстидә. 2022-Йили январ, түркийә.
RFA/Arslan

20-Әсирдә өткән мәшһур уйғур сиясий әрбаби вә тарихчиси муһәммәд имин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ әсири түркийәдә яшаватқан тарих тәтқиқатчиси доктурант абдулла оғуз тәрипидин түрк тилиға тәрҗимә қилинған болуп, “өтүкән” нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшр қилинди.

520 Бәтлик бу китабниң кириш сөзигә китаб тоғрисида мундақ йезилған: “шәрқий түркистан тарихи намлиқ бу әсәр шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ күришиниң рәһбәрлиридин муһәммәд имин буғра тәрипидин 1940-йилларда йезилған болуп, бу әсәрдә қисқичә омумий дуня тарихи, түрк тарихиниң дәсләпки басқучлиридин кейин шәрқий түркистанниң иптидаий тарихидин таки 1940-йилларғичә болған арилиқтики тарихи йезилған. Шәрқий түркистанда яшайдиған уйғурларниң һеч бири өзлириниң тарихини миллий нуқтиинәзәрдин яки обйектип өлчәмгә асасән йезилған мәнбәдин билиш, өгиниш имканийитигә игә болмиғаниди. Мәрһум, муһәммәд имин буғра кабулда уйғурлар тарихини хитайларниң идийәви қарши билән йезилған мәнбәләрдин вә башқа мәнбәләрдин оқуш пурситигә еришкән вә узун замандин буян бошлуқ һес қилип кәлгән шәрқий түркистан тарихини миллий көз қараш билән йезиш арзусини әмәлгә ашуруш үчүн ‛шәрқий түркистан тарихи‚ намлиқ бу әсәрни кабулда йезишқа башлиған”.

Муһәммәд имин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабиниң түркчә нусхисиниң муқависи.
Муһәммәд имин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабиниң түркчә нусхисиниң муқависи.

Китабниң кириш сөзиниң давамида йәнә мундақ дейилгән: “бир шәрқий түркистанлиқ тәрипидин түрк чағатай әдәбий тилида йезилған бу әсәр, һазирғичә өз саһәсидә тунҗи болуп йезилған әң чоң һәҗимлик әсәр болуп, 1940‏-йили нәшр қилинип кәң хәлқ аммсииға сунулғандин буян та һазирғичә шәрқий түркистанға мунасивәтлик һәр саһә шәхслириниң вә көпчиликниң диққитини тартқан. Бу әсәр уйғурларниму қизғин һаяҗанға салған болуп, хитайниң уйғур тарихиға мунасивәтлик ойдурма вә сәпсәтә тарихлирини инкар қилишта асаслиқ рол ойнайду”.

Кириш сөздә йезилишичә, хитайлар бу китабниң нәшр қилинғанлиқини билгәндин башлап у китабни чәкләп, китабни сақлиған, оқуған, көпәйтип тарқатқан у китаб тоғрисида иҗабий пикир баян қилған уйғурларни тутқун қилип еғир қамақ җазасиға һөкүм қилған. Кириш сөздә йәнә: “шәрқий түркистан тарихи инсанийәтниң иззәт-һөрмитигә дүшмәнлик қиливатқан хитайниң ишғалийити астидики ата юртимиз шәрқий түркистан земинини онутмайдиған һәр қандақ бир түркниң оқушқа тегишлик бир тарих вә күрәш абидисидур”.

Биз бу китабни түрк тилиға тәрҗимә қилип нәшргә тәйярлиған шәрқий түркистан вәхписиниң мәсуллиридин, уйғур тәтқиқатчи доктурант абдулла оғуз әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Абдулла оғуз әпәнди, бу китабни илмиий саһәдә мәнбә қилип пайдилиниш вә түрк хәлқ аммисиниң кәң көләмлик оқушини мәқсәт қилип, түрк тилиға тәрҗимә қилип нәшр қилдурғанлиқини билдүрди.

Абдулла оғуз әпәнди бу әсәрни, чоң дадиси яқуп буғраниң вәсийитигә асасән түркчигә тәрҗимә қилғанлиқини ипадилиди.

О, бу китабниң әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “биринчидин шәрқий түркистан тарихи намдики бу китаб, бир шәрқий түркистанлиқ тәрипидин миллий көз қараш билән йезилған тарих китаб. Һәммимизгә мәлумки, хитай мустәмликичилириниң қилмишлиридин әң муһимлиридин бири шәрқий түркистанниң тарихини өзгәртип шәрқий түркистанни өз вәтини дәп ялған тәшвиқат қилиштур, ‛шәрқий түркистан тарихи‚ намдики бу әсәр хитайниң мушу ялған тәшвиқатиниң алдида турған чоң бир сепил болуши җәһәттин әң әһмийәтлик ишлардин бири дәп қараймән. Бу китаб уйғур зиялийлириниң идийә қариши үчүн бир илһам мәнбәси болиду. Униңдин башқа хитайлар мәзкур ‛шәрқий түркистан тарихи‚ни шәрқий түркистанда хитай ишғалиға қарши елип берилған миллий вә дини һәрикәтләрниң идеологийәлик мәнбәси дәп қарап кәлгән һәм бу китабни чәклигән, шу җәһәттин ейтқандиму, бу, шәрқий түркистанлиқлар үчүн зор әһмийәткә игә қиммәтлик бир китаб”.

Бу китабни түркчигә тәрҗимә қилған абдулла оғуз, 1973-йили хотәндә туғулған, 1980-йилидин буян истанбулда оқуп яшап кәлгән болуп, бир тәрәптин ишләп йәнә бир оқушни давам қилған. У һазир истанбул университети тарих факултетида докторлуқ илмий унвани үчүн шәрқий түркистан тарихи һәққидә диссертатсийә язмақтикән.

Шәрқий түркистан тарихи дегән әсәрниң түрк тилида тәрҗимә қилинип нәшр қилиниши қандақ әһмийәткә игә? бу һәқтә көз қарашлирини елиш үчүн шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси һамут көктүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Һамут көктүрк әпәнди шәрқий түркистан тарихиниң бир шәрқий түркистанлиқ тәрипидин йезилиши вә униң түрк тилиға тәрҗимә қилинип нәшр қилинишиниң муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.

Һамут көктүрк әпәнди, хитайниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ қилмишлириға әгишип түркийәдиму уйғурлар тоғрисида издиниш болуватқанлиқини, универиситетларда вә академийәлик саһәләрдә тәтқиқат елип бериливатқанлиқини, шу җәһәттин шәрқий түркистан тарихиниң түрк тилиға тәрҗимә қилиниши түркләрниң уйғурлар тарихини өгинишигә вә тәтқиқатлирида мәнбә қилип пайдилинишида әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.