Истанбулда шәрқий түркистан вәхписи қурулғанлиқиниң 46 йиллиқни хатириләш мурасими өткүзүлди
2024.07.03
Мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан вәхписиниң қурулғанлиқиниң 46-йили мунасивити билән 30-июн күни хатириләш йиғини өткүзүлди.
Йиғинға шәрқий түркистан вәхписиниң идарә һәйәт әзалири вә көп санда уйғурлар қатнашти. Йиғинда шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси шундақла истанбул тиҗарәт университетиниң мудири пирофессор абдулһәмид авшар сөз қилип, шәрқий түркистан вәхписиниң 1978-йили қурулғанлиқини, қурғучиларниң исимлири болса мәһмәт сайит билгич, әйса йүсүп алиптекин, һәмидулла тарим вә башқа бир топ уйғурлар икәнликини бирмубир әслитип өтти.
Пирофессор абдулһәмид авшар шәрқий түркистан вәхписиниң қурулуш ғайиси тоғрисида тохтилип мундақ деди: “шәрқий түркистан вәхписиниң қурулуш ғайиси ялғуз шәрқий түркистан әмәс бәлки түрк вә ислам әллириниң мәдәнийәт, сәнәт қиммәтлирини тонуштуруш, хизмәт-паалийәт елип бериш, әсәрләр елан қилиш, түркийә вә дуня җамаитини шәрқий түркистан мәсилисидә чүшәнчигә игә қилиштин ибарәт”.
Пирофессор абдулһәмид авшар, 1982 йили шәрқий түркистан вәхписи қармиқида “шәрқий түркистан авази” намда бир журнал нәшр қилинғанлиқини, у өзиниң оқуғучилиқ дәвридә мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң тәклипи билән “шәрқий түркистан авази” журнилини нәшргә тәйярлашта һәмкарлашқанлиқини билдүрди.
1986-Йили 6-айниң 26-күни шәрқий түркистан вәхписи уйғур генерал мәһмәт риза бекинниң рәисликидә қайтидин әслигә кәлтүрүлгән вә паалийәт башлиған. Вәхпиниң қайта әслигә келишидә йәнә 20 дин артуқ уйғур идарә һәйәттә орун алған.
Абдулһәмид авшар, шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси мәрһум генерал мәһмәт риза бекинниң шәрқий түркистан вәхписини қоғдаш вә шәрқий түркистан күриши йолида бәк көп тосалғуға чәклимигә учриғанлиқи, болупму 1997-йили мәсуд йилмаз баш министир болған дәврдә, шәрқий түркистан паалийәтлиригә чәклимә қоюлғанлиқи, байрақларниң дөләт орунлириға есишини чәкләш һөҗҗити чиқирилғанлиқи, лекин генерал мәһмәт риза бекинниң шунчә чәклимә вә тосалғуларни йеңип өтүп шәрқий түркистан вәхписини қоғдиғанлиқи һәм шәрқий түркистан күришини давамлаштурғанлиқини билдүрди.
Йиғинға қатнашқан истанбул тиҗарәт университети идарә һәйәт мәсуллиридин пирофессор исрафил қурулай әпәнди сөз қилип, өзиниң шәрқий түркистан дәвасиға һәр заман әһмийәт берип келиватқанлиқини, уйғурларни һәр вақит қоллап-қуввәтләйдиғанлиқини ипадилиди.
Йиғин ахирида шәрқий түркистан вәхписиниң һазирқи рәиси илһан туранли, шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәислири пирофессор доктор абдулһәмид авшарға вә доктор муһиттинҗан уйғурға тәқдирнамә тәқдим қилди вә тәшәккүр билдүрди.
Биз шәрқий түркистан вәхпиниң 46 йиллиқ тарихи җәрянида қолға кәлтүрүлгән нәтиҗиләр вә һазир елип бериватқан хизмәт-паалийәтлири тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн вәхпиниң рәиси илһан туранли билән сөһбәт елип бардуқ.
Илһан туранли әпәнди шәрқи түркистан вәхписиниң қолға кәлтүргән нәтиҗилири тоғрисида тохтилип мундақ деди: “шәрқий түркистан вәхписини мәрһум лидеримиз әйса йүсүп алип текин вә униң сәпдашлири бирликтә 1978-йили қуруп чиққан болуп, хитай тәрипидин шәрқий түркистан хәлқи үстидин йүргүзүлүватқан зулумни дуня җамаитигә аңлитиш вә шәрқий түркистанниң мәдәнийәт, иҗтимаий, сиясий, тарих вә иқтисади саһәлирини тәтқиқ қилип тонуштурушни мәқсәт қилған һалда қурулғаниди. Шуниң үчүн хәлқаралиқ йиғинлар, һәр хил түрдики мәдәнийәт паалийәтлири, ахбарат елан қилиш йиғинлирини уюштуруп кәлгән, 1980-йилидики түркийәниң һәрбий өзгириши сәвәбидин вәхпиниң хизмәт-паалийәтлири тохтитилған болуп, кейин мәрһум генерал мәһмәт риза бекин вә униң достлири тәрипидин бу вәхпә қайтидин һәрикәткә өткән һәм униң қурулуштики ғайә-мәқсәтлирини әмәлгә ашуруш йолида хизмәт башланған. Мәһмәт риза бекинниң генерал болуши вә сиясий саһәдә тонушлириниң көп болғанлиқи көплигән хизмәт-паалийәтләрни рояпқа чиқиришта васитилик рол ойниған, булардин бири уйғур яшлирини түркийәниң мәктәплиридә оқутуш болуп, мәзкур орган көп сандики шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизни түркийәгә кәлтүрүп оқуш шараити тәйярлап бәрди, нәтиҗидә һазир түркийәниң университетлирида вә башқа муһим орунлирида хизмәт қиливатқан уйғурларниң көпинчиси мушу шәрқий түркистан вәхписиниң ярдими билән оқуп йетишкән кишиләрдур. Униңдин башқа шәрқий түркистан мәсилисини күнтәртипкә кәлтүрүш мәқситидә йиғин вә мәдәнийәт паалийәтлири елип берилди, мән бу мунасивәт билән муқәддәс шәрқий түркистан дәваси йолида хизмәт қилған бүйүклиримиздин вапат болғанларға алладин рәһмәт, һаят яшаватқанларға саламәтлик тиләймән”.
Илһан туранли әпәнди, шәрқий түркистан вәхписиниң ғайә-мәқсәтлиригә йетиш йолида йеқиндин буян елип бериватқан хизмәт-паалийәтлири тоғрисида тохтилип мундақ деди: “бүгүнки күндә болса шәрқий түркистан вәхпимизниң қурулуштики ғайә-мәқсәтлири йолида һәқлиқ дәвайимизни қоғдаш, игә чиқиш үчүн хизмәт паалийәтләр елип бериватимиз, хитайниң хәлқимиз үстидин йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқини, вәтинимизниң ишғал қилинғанлиқини дуня җамаитигә аңлитиш үчүн хизмәт ишләватимиз, түркийәдә яшаватқан қериндашлиримизни оқутуш үчүн маддий вә мәниви ярдәмдә болуватимиз, мәдәнийәт, сәнәт, тәлим-тәрбийә вә иҗтимаий саһәләрдә паалийәт елип бериватимиз, дәва йолида бүйүклиримизниң изидин меңишқа тиришиватимиз, биз шәрқий түркистан вәхписини пүтүн шәрқий түркистанлиқларниң әлчиханиси дәп қараймиз, бу муһим орунда шәрқий түркистан дәвасиниң хизмитини қилиштин биз өзимизни шәрәплик һес қилимиз, мән пүтүн қериндашларға рәһмәт ейтимән”.