“шиән йиғини” вә хитайниң оттура асияға кеңийиш чүши
2023.05.24
Хитай вә оттура асия җумһурийәтлириниң һөкүмәт таратқулири, 5-айниң 18-19-күнлири хитайниң шиән шәһиридә өткүзүлгән хитай-оттура асия дөләт башлиқлири йиғинини “дәвр бөлгүч һәмкарлиқниң башлиниши” дәп мәдһийәлигән. Йиғиндин кейин йәнә хитай билән қазақистан, өзбекистан, қирғизистан, таҗикистан, түркмәнистан қатарлиқ оттура асия дөләтлири оттурисида енергийә һәмдә сода келишимлири түзүлгәнлики; хитай саяһәтчилириниң шәхсий вә өмәклири арқилиқ, оттура асия җумһурийәтлиригә қарита “мәдәнийәт саяһити” ни башлиғанлиқи хәвәр қилмақта.
Хитай-оттура асия дөләт башлиқлири учришиш йиғини аяғлашқандин кейин, бу һәқтики бәс-муназириләр вә мулаһизиләр таратқуларни қаплиған. Хитайниң бу йиғинни немә үчүн шиәндә өткүзгәнлики, оттура асия дөләтлириниң президентлирини күтүвелишта хитай тәрәпниң немә үчүн таң сулалисиниң кийимлирини кийгән мулазимларни ишләткәнлики, сәһнә лайиһәлириниң пүтүнләй таң сулалиси услубида ясалғанлиқи бәс-муназириләрниң қизиқ темиси болған.
Радийомиз зияритини қобул қилған вәзийәт анализчилири, бу йиғинниң шиәндә ечилишиниң сәвәби, хитайниң оттура асия җумһурийәтлиригә қаратқан нөвәттики сиясити вә хитайниң буниңдин еришидиған мәнпәәти, шундақла бу хил һәмкарлиқниң ақивити һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.
Ню-йорктики туңган анализчи ма җү хитай һөкүмитиниң бу йиғинни хитайниң қәдимки пайтәхт шәһири шиәндә өткүзүшидики мәқсити һәққидә тохтилип, мундақ деди: “әмәлийәттә шуни тәсәввур қилалаймизки, хитай бу арқилиқ хитай хәлқигә сигнал бәрмәкчи. Йәни <биз қудрәтлик, бүгүн биз бүйүк таң дәвридикидәк қудрәт таптуқ, һәтта у дәврдин ешип кәттуқ> демәкчи. Һалбуки, хитай дәватқан бу аталмиш тарихий чүшәнчиниң өзиму хатадур. Чүнки хитай тарихидики гүлләнгән бүйүк таң дәврини пәқәт хитай хәлқила етирап қилиду.”
Ма җү сөзини давамлаштуруп, йәнә мундақ деди: “әмма дуня буни етирап қиламду? бу бир мәсилә. Чүнки мәдәнийәт, иқтисад яки диний етиқад җәһәттә болсун вә яки башқа җәһәтләрдә болсун, биз таң сулалисиниң инсанийәтниң мәдәнийәт тарихиға қайси хил бүйүк төһпиләрни қошқанлиқини санап берәлмәймиз, шундақла бүйүк таң сулалисиниң қудритини намаян қилидиған алаһидә изларниму көрмидуқ. Шуңа аталмиш <қудрәт тапқан бүйүк таң сулалиси> дегән уқум пәқәтла хитай тарихидики һөкүмранларниң мубалиғә баянлиридин башқа нәрсә әмәс, халас.”
Америкада яшаватқан археолог вә тарихчи қурбан вәли әпәндиниң билдүрүшичә, хитай тарихида гүлләнгән дәврниң символи қилинған “таң сулалиси” ни хитайлар әмәс, бәлки тарихтики һонларниң әвладлири болған түркий хәлқләргә мәнсуп сиянпи генерали ли йүән қурған икән.
Қурбан вәли әпәнди йәнә хитай тарихнамилиридә “хитай сулалилири” дейилидиған 24 сулалидин пәқәтла хән сулалиси, сүй сулалиси вә миң сулалисиниңла хитайлар тәрипидин қурулған ханданлиқлар икәнликини әскәртип өтти. Униң тәкитлишичә, бүгүнки күндә ши җиңпиң һакимийити тарихни бурмилаш, һәтта ялған тарих ясап чиқиш арқилиқ, хитай хәлқини вә дуняни алдашқа урунмақта икән.
Ма җү әпәнди йәнә ши җинпиңниң оттура асия дөләтлири билән орнатқан һәмкарлиқи арқилиқ немә мәқсәткә йәтмәкчи болғанлиқи һәққидә мундақ деди: “йәнә бир муһим нуқта шуки, ши җинпиң һазир оттура асиядики дөләтләр билән болған мунасивәтни күчәйтмәкчи. Бу немә үчүн? чүнки униң мустәбит һакимийити тикләнгәндин кейин, тәйвәнниң өзини қоғдаш иқтидари вә дунядики күчлүк дөләтләрниң тәйвәнни қоғдаш һәрикәтлири күчәйди. Русийәниң украинаға қозғиған таҗавузчилиқ уруши мәғлубийәткә йүзләнгәндин кейин, хитай пәқәт оттура асия җумһурийәтлири билән иқтисадий һәмкарлиқ қурғандила андин өзиниң енергийә мәнбәсигә болған еһтияҗини қамдап, енергийә бихәтәрликигә капаләтлик қилалайдиғанлиқини көрүп йәтти.”
Қурбан вәли әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң оттура асия дөләтлири билән болған һәмкарлиқ мунасивитини күчәйтишидики йәнә бир мәқсәт, хитайниң мустәбит түзүмигә һәвәс қилидиған бу дөләтләрниң һөкүмәт әмәлдарлирини мәбләғ билән өзигә тартиш икән. Хитай бу арқилиқ бир тәрәптин, ғәрб демократик дөләтлириниң иқтисадий вә сиясий бесимиға тақабил турушни мәқсәт қилса; йәнә бир тәрәптин, өзигә “тәһдит” дәп қараватқан уйғурларни оттура асиядики түркий қериндашлиридин айриветип, уларни йетим қалдурушни мәқсәт қилмақта икән.
22-Май күни “тәңритағ тори” да “шинҗаңда оттура асиядики 5 дөләт билән иқтисад вә мәдәнийәт саяһәтчилики җәһәтләрдә һәмкарлиқ орнитилди” сәрләвһәлик хәвәр елан қилинған. Хәвәрдә оттура асия дөләтлиригә қарита қисқа муддәтлик “визисиз саяһәт” йолға қоюлуши билән, хитайдики саяһәт өмәклири “йүзлигән өмәк вә миңлиған саяһәтчиниң оттура асия саяһити” намлиқ паалийәтни рәсмий башлиғанлиқи тилға елинған. Хәвәрдә йәнә “гуаңдуң, сичүән, хейлоңҗаң, гуаңши, шаңхәй, шинҗаң қатарлиқ җайлардин мәхсус саяһәт өмәклири тәшкилләп, қорғас еғизи арқилиқ оттура асияға саяһәт линийәси ечилғанлиқи” баян қилинған.
Бу һәқтә һазир шиветсийәдә яшаватқан лагер шаһити сайрагүл савутбай ханимму зияритимизни қобул қилди. Униң қаришичә, хитай билән оттура асия җумһурийәтлири оттурисида түзүлгән бу бир қатар сода вә саяһәт келишимлири икки җәһәттин хәтәрниң сигнали икән. Бир тәрәптин, у хитайниң оттура асия җумһурийәтлиригә болған сиясий вә иқтисадий монополлуқиниң әмәлгә ашқанлиқини көрсәтсә; йәнә бир җәһәттин, оттура асия җумһурийәтлиридики хәлқләр үчүн, болупму хитайниң ирқий қирғинчилиқиға учраватқан уйғурларни асас қилған түркий хәлқләр үчүн, техиму зор хәтәрниң сигнали икән.
Сайрагүл ханим, хитай билән оттура асия җумһурийәтлири оттурисида түзүлгән сода келишимлири билән визисиз саяһәтниң йолға қоюлушини, хитайниң “бир пай оқ атмастин оттура асия дөләтлирини иқтисад арқилиқ ишғал қилишидур” деди.
У йәнә хитай таратқулирида тәшвиқ қилиниватқан “йүзлигән өмәк, миңлиған саяһәтчиниң оттура асия саяһити” паалийити, “кәлгүсидә хитай көчмәнлириниң саяһәт баһанисидә оттура асия җумһурийәтлиригә келип йәрлишип қелиштәк хәтәрлик вәзийәтни барлиққа кәлтүриду” дәп агаһландурди.
Сайрагүл ханим, гәрчә хитай саяһәтчилири “визисиз саяһәт” тин бәһримән болуп, оттура асия җумһурийәтлирини түркүмләп саяһәт қилалисиму, әмма хитайниң қаттиқ чәклимиси ичидә яшаватқан, паспорт елиши чәкләнгән уйғур вә қазақларниң бу хил имканийәтләргә әсла еришәлмәйдиғанлиқини әслитип өтти. У йәнә оттура асия җумһурийәтлиридики түркий хәлқләрниң хитайниң әрзан баһалиқ сүпәтсиз төкмә маллири сәвәблик, иқтисадта техиму вәйранчилиққа учрайдиғанлиқини билдүрди.