Д у қ һәйити сабиқ баш министир шинзо абениң шәрипигә өткүзүлгән дөләт мурасимиға иштирак қилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.09.27
Д у қ һәйити сабиқ баш министир шинзо абениң шәрипигә өткүзүлгән дөләт мурасимиға иштирак қилди Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди башчилиқидики һәйәт японийәниң токйо шәһиридә сабиқ баш министир шинзо абе шәрипигә уюштурулған дөләт мурасимиға қатнашти. 2022-Йили 27-сентәбир.
RFA/Erkin Tarim

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди башчилиқидики һәйәт японийәниң токйо шәһиридә сабиқ баш министир шинзо абе шәрипигә уюштурулған дөләт мурасимиға қатнишип, мазириға гүлчәмбирәк қойди.

Д у қ рәиси долқун әйсадин игилигән мәлуматлиримизға қариғанда, д у қ рәиси долқун әйса әпәнди, қурултайниң иҗраийә комитети рәиси өмәр қанат әпәнди, д у қ ниң баянатчиси дилшат рәшит әпәнди, җаза лагер шаһиди қәлбинур сидиқ ханим 26-27-сентәбир күнлири японийәниң 5 чоң мәтбуатиниң зияритини қобул қилип, япон хәлқигә уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийитини, җүмлидин “уйғур қирғинчилиқи” ни аңлатқан.

Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди башчилиқидики һәйәт японийәниң токйо шәһиридә сабиқ баш министир шинзо абе шәрипигә уюштурулған дөләт мурасимиға қатнашти. 2022-Йили 27-сентәбир.

Д у қ рәиси долқун әйса бу қетимқи японийә зиярити тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “бу қетимқи зияритимизниң асасий мәқсити японийә уйғур җәмийитиниң тәклипи вә уюштуруши билән японийәдә бир йүрүш муһим паалийәтләрни елип бериштур. Буниң ичидики әң муһими японийәниң сабиқ баш министири шинзо абениң дөләт тәрипидин өткүзүлидиған мурасимиға қатнишиш, японийә парламентидики уйғур достлуқ гурупписиниң әзалири билән көрүшүп, японийә парламентида уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрисида қанун мақуллитиш, японийә һөкүмитигә бу һәқтики мәсулийитини хатирлитиштур. Булардин сирт японийәдики мәтбуатлар билән учришиш елип бериш, аммиви тәшкилатлар билән шундақла уйғур җамаәтчилики билән сөһбәт өткүзүшкә охшаш кәң даирилик паалийәт елип бериштин ибарәт”.

Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди башчилиқидики һәйәт японийәниң токйо шәһиридә сабиқ баш министир шинзо абе шәрипигә уюштурулған дөләт мурасимиға қатнашти. 2022-Йили 27-сентәбир.

Долқун әйса әпәнди 26-сентәбирдә 5-6 муһим телевизийә қаналлири билән сөһбәт өткүзгәнликини баян қилди. У, мундақ деди: “26-сентәбирдә японийәдики 5-6муһим телевизийә қаналлири билән билән сөһбәт өткүздуқ. Бу сөһбәтлиримиздә асаслиқи шәрқий түркистанда давамлишиватқан ирқий қирғинчилиқ мәсилиси, б д т дә болуватқан мәсилиләр вә бүгүн уйғурлар дучар болуватқан мәсилиләр тоғрисида болди”.

Долқун әйса әпәнди д у қ һәйитиниң сабиқ баш министир шинзо абе үчүн өткүзүлгән мурасимға иштирак қилғанлиқини билдүрди. У, мундақ деди: “27-сентәбирдә шинзо абе шәрипигә дөләт мурасими өткүзүлди. Бу мурасимға иштирак қилиш үчүн нурғун дөләтләрниң президентлири, һөкүмәт рәһбәрлири токйоға йетип кәлди. Бизму бу паалийәтниң бир қисми сүпитидә шинзо абениң қәбрисигә гүлчәмбирәк қойдуқ”.

Японийә уйғур җәмийити рәиси доктор абдукерим абдурахман әпәнди дуня уйғур қурултийи рәһбәрлирини японийәгә тәклип қилишида икки мәқсити барлиқини баян қилди. У, мундақ деди: “д у қ рәиси долқун әйса әпәнди башчилиқидики һәйәтни японийәгә тәклип қилип әкелиштә икки мәқситимиз бар. Узун муддәтлики болса японийә һөкүмитигә уйғур қирғинчилиқини қобул қилдуруш. Йеқин муддәтлик пиланимизни десәк бу йил 1-айниң 2-күни японийә авам палатасида хитайни әйибләйдиған қарар мақуллуқтин өтти. Бу қарар бизниң тәлипимиздин бәк йирақ. Шуңа кеңәш палатасида хитайни әйибләйдиған әйибнамини мақуллуқтин өткүзүшни қолға кәлтүрүш. Йәнә бири америка билән явропа дөләтлириниң хитайға қарита қандақ тәдбир еливатқанлиқини чүшәндүрүш арқилиқ японийә парламенти вә һөкүмитиниңму әмәли йһәрикәткә өтүшини қолға кәлтүрүштин ибарәт”.

Җаза лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим японийәдики паалийәтләрниң үнүмлүк болуватқанлиқини баян қилди.

Д у қ һәйитиниң японийәгә елип бериватқан зиярити10-айниң6-күнигичә давамлишидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.