Шиветсарийәдики “тибәткә нәзәр” журнили уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштурмақта

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2024.09.09
lugana-paaliyet-03 Шиветсарийәниң лугано шәһиридә өткүзүлгән “хитайға кәскин нәзәр” намлиқ чоң типтики паалийәтниң көрүнүши. 2024-Йили 23-феврал, лукарно
RFA/Hebibulla

Шивейтсарийәдә нәшр қилинидиған “тибәткә нәзәр” журнилида уйғурлар вә шәрқий түркистан даваси тонуштурулмақта. Һәр пәсилдә бир чиқидиған, “тибәткә нәзәр” йәни “тибәт фокус” журнили тәсис қилинғанлиқиға 40 йилдин ашқан болуп, бу журнал бурун тибәт вә тибәт мәдәнийити һәққидә мақалә, хәвәрләрни асас қилип кәлгән болса, 2023-йилидин башлап шивейтсарийә уйғур җәмийитиниң күч чиқириши билән уйғурлар үчүн “уйғурларға нәзәр” намида мәхсус сәһипә аҗритип уйғур ирқий қирғинчилиқи, хитайниң шәрқий түркистандики назарәт системиси, шәрқий түркистанниң тарихий, җуғрапийәсиниму тонуштуруп кәлмәктә.

Бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилған бу журналниң муһәррири бәттина екәр ханим бизгә бу журналниң қурулуш җәряни вә һазирқи әһвали һәққидә мәлумат бәрди.

У мундақ деди: “журнилимизниң 5 миңға йеқин муқим муштәриси бар, тибәт аяллар тәшкилати, тибәт яшлар тәшкилати вә тибәт достлириниң тибәт вә тибәт мәдәнийитини тонуштуруп язған мақалилирини елан қилаттуқ. 2023-Йилидин башлап шәрқий түркистан вә уйғурни, уйғур ирқий қирғинчилиқиниму тонуштуруватимиз.”

Бу журналда “уйғурға нәзәр” сәһиписиниң ечилиши үчүн шивейтсарийә уйғур җәмийити сабиқ рәиси әндили қарахан көп күч чиқарған болуп, у, мәзкур журналниң шивейтсарийәдики һәр саһә кишилири вә һәр қайси районлуқ һөкүмәтләргә тарқитилидиғанлиқини билдүрди.

Бу журнал дәсләптә 2008-йилғичә “тибәт актувал” намида нәшр қилинған болуп, 2008-йилидин башлап “тибәткә нәзәр” намида нәшр қилинишқа башлиған. Бу журналниң муқим муштәрилириниң көпи шивейтсарийәлик йәрлик хәлқләр вә герман тилида сөзлишидиған шиветсарийә, германийә, австрийә вә лиюксембург қатарлиқ дөләтләрдики тибәткә вә хитайниң сияситигә диққәт қилидиған кишиләрдин тәркиб тапиду.

Бәттина екәр ханим йәнә бу журналниң уйғурға нәзәр сәһиписиниң ечилиши һәққидә өзиниң көз қаришини билдүрүп өтти;

У бу һәқтә мундақ деди: “2023-йилидин башлап, ‛тибәткә нәзәр‚ тәһрир гурупписи билән шивейтсарийә уйғур җәмийити оттурисидики һәмкарлиқ тәрәққий қилди, ‛уйғурға нәзәр‚ сәһиписидин уйғур зиялийларниң мақалилири арқилиқ, шәрқий түркистандики уйғурларниң қийин әһвали тоғрисидики муһим учурларни муштәрилиримизниң тапшурувалғанлиқидин толиму хушалмиз. Бу арқилиқ хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики зулум вә еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һәққидики мәлуматларни нурғун кишиләр билиду. Биз бу журнилимиз арқилиқ уйғур җамаитигә аваз берәлигәнликимиздин наһайити хушалмиз”

Бәттина ханим локарно филим фестивалида өткүзүлгән наразилиқ паалийитидә шиветсарийә уйғур җәмийитиниң рәиси ризванай билән биллә. 2024-Йили 23-феврал, локарно
Бәттина ханим локарно филим фестивалида өткүзүлгән наразилиқ паалийитидә шиветсарийә уйғур җәмийитиниң рәиси ризванай билән биллә. 2024-Йили 23-феврал, локарно
RFA/Hebibulla Izchi

Бәттина екәр ханим йәнә, өзиниң шивейтсарийәдики уйғур җәмийити билән болған һәмкарлиқи җәрянида һәр хил паалийәтләр вә бирләшмә намайишлар арқилиқ, көп уйғур билән тонушқанлиқини билдүрүп: “уйғур җамаити бизгә һәмишә иллиқлиқ вә хушаллиқ ата қилиду” дәп өзиниң уйғурлар һәққидики көз қаришини мундақ ипадилиди;

“уйғур җамаити бизгә һәмишә нурғун иллиқлиқ вә хушаллиқ ата қилиду. Бу йәрдики мән билидиған уйғурлар шәрқий түркистандики бәхтсиз вәзийәткә қаримай, турмушқа болған актип позитсийәсини йоқатмайду, улар шәрқий түркистанниң вәзийитини яхшилаш үчүн интайин актип һәрикәт қилиду. Җүмлидин мән уйғур паалийәтчилириниң җасарити вә қәйсәрликигә қайил”.

Германчә нәшр қилинидиған “тибәткә нәзәр” журнили уйғурлар үчүн мәхсус сәһипә аҗратқандин буян бу журналда һазирғичә, “шәрқий түркистан, хитайниң шәрқий түркистандики назарәт системиси, 5-июл қирғинчилиқи, ғулҗа қирғинчилиқи, йәкән елишқу қирғинчилиқи, шәрқий түркистандики реаллиқ” дегән темиларда мәхсус мақалә, обзорлар елан қилди. Болупму уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә шивейтсарийә хәлқи вә герман тиллиқ районлардики муштәрилиригә мәлумат берип кәлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.