Австралийәдики уйғурлар “лагерларни тақитиш паалийити” ни пиланлиқ вә нишанлиқ давам қилдурмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.08.22
lager-underground-prison-with-watchtowers.jpg Қарамай шәһиридики йәр асти йиғивелиш лагериниң көзитиш қисминиң көрүнүши.
bitterwinter.org

Хитайниң уйғур елида лагерларни қуруп, кәң көләмдә уйғурларни қамаватқанлиқиниң ашкарилиниши билән дуня җамаәтчиликиниң, җүмлидин хәлқаралиқ мәтбуатларниң диққити күчлүк рәвиштә уйғурларға ағдурулмақта. Уйғурларниң лагерларда меңә ююшқа тутулуватқанлиқи, диний ибадәтлириниң чәклинип, кәмситишкә учраватқанлиқи қатарлиқ мәсилиләр австралийә мәтбуатлиридинму орун алмақтикән.

Австралийә һөкүмитиниң уйғур райондики йиғивелиш лагерлирини тақаш һәққидә хитайға бесим ишлитиши тәләп қилинған австралийәдики уйғурларниң бу имзалиқ мураҗиәтнамиси австралийә парламентниң торида алдинқи һәптә рәсмий қоюлған. Игилишимизчә, бу мураҗиәтнамигә имза қоюш 12-сентәбиргичә давам қилидикән. Нөвәттә австралийәниң сидней, канберра қатарлиқ җайлиридики уйғурлар мәзкур мураҗиәтнамигә имза топлаш үчүн намайиш вә тәшвиқатлирини давам қилмақтикән.

Австралийә уйғур җәмийити лагерларға соланған уйғур қериндашлириға игә чиқиш вә уларниң қуюп берилишини қолға кәлтүрүш үчүн сидней шәһиридә қурбан һейтниң иккинчи күни, йәни 22-авғуст күни намайиш уюштурған. Намайиш мәйданидики уйғур паалийәтчилиридин гүлмирә зунун ханим зияритимизни қобул қилип, “австралийәдики уйғур җамаитиниң бу қурбан һейтта хитайниң шәрқий түркистанда қурған лагерлирида зулум чекиватқан қериндашлирини әсләш вә уларға қандақ ярдәм бериш һәққидә һөкүмәт вә җәмийәттин ярдәм сораш мәқситидә намайиш елип бериватқанлиқи” дин мәлумат бәрди.

Австралийә парламентниң тор бетигә қоюшқа талланған мәзкур мураҗиәтнамини австралийәниң канберра шәһиридә яшап келиватқан, психологийә мәслиһәтчиси нургүл савут ханим тәйярлиған болуп, мураҗиәтнамә парламентқа сунулған вә һазир буниң нәтиҗиси көрүлүшкә башлиған.

Нургүл ханимниң чүшәндүрүшичә, австралийә парламентиниң ториға қоюлған бу мураҗиәтнамидә хитайниң шәрқий түркистанда қурған йиғивелиш лагерлирини дәрһал тақаш, уйғур, қазақ вә қирғиз қатарлиқ лагерларда зулум чекиватқан барлиқ кишиләрни шәртсиз қоюп бериш тәләп қилинған.

Австралийәдики уйғурларниң бу имза топлаш паалийити хитайниң уйғур диярида қурған лагерлирини рәсмий йосунда оттуриға қоюш вә австралийә хәлқигә уйғур мәсилисини очуқ ашкара аңлитишни ишқа ашурушни мәқсәт қилидикән. Иккинчи қәдәмдә йәниму илгирилигән һалда парламентниң бесими арқилиқ хитайға бесим ишлитип, уни санаәтләшкән 20 дөләт гуруһи ташқи ишлар министирлириниң бийонес-айрста 11-айниң 30-күнидин 12-айниң 2-күнигичә ечилидиған дуняви йиғинида музакиригә қоюшни шундақла бу 20 дөләтниң хитайға қарита ортақ иқтисади вә сиясий ембарго қоюшини тәләп қилиш қатарлиқларни нишан қилидикән.

Нургүл ханим нөвәттә имза топлаш қатарлиқ қәдәм басқучлуқ елип бериватқан паалийәтләрниң зор нәтиҗә бериватқанлиқини билдүрди. Униң дейишичә, лагерларни тақитиш, соланғанларни қутқузуш үчүн йәнә нурғун җәрян вә басқучларни бесип өтүшкә тоғра келидикән. У йәнә муһаҗирәттә яшаватқан уйғурлар өз қовм-қериндашлирини қутқузуш үчүн елип бериватқан бу хил аваз топлаш һәрикитиниң нөвәттә австралийә, йеңи зеландийә, канада, японийә, әнглийә, финландийә вә норвегийә қатарлиқ 18 дөләткә кеңәйгәнликини билдүрди.

Австралийәдики уйғурларниң елип бериватқан лагерларни тақашни қолға кәлтүрүш паалийәтлиригә, җүмлидин парламентқа сунулған имзалиқ мураҗиәтнамигә аваз топлаш үчүн иҗтимаий алақә васитилиридә кәң тәшвиқат елип бериватқан пәризат ғәйрәт ханимму уйғурларниң буниңға аваз қошушини тәләп қилған. Пәризат ханим имзалиқ мураҗиәтнамигә аваз топлаш паалийитиниң нәтиҗилири вә әһмийитидин уйғур җамаитини хәвәрләндүргән. Униң дейишичә, нөвәттә уйғурлар елип барған дәва паалийәтлири нәтиҗисидә австралийә ташқи ишлар министирлиқидин уйғурларниң әрзини аңлаш үчүн рәсмий адәм бәлгиләнгән болуп, бу австралийәдики уйғурларға зор илһам болған. Нөвәттә нурғун парламент әзалири уйғурлар билән көрүшүшкә башлиған.

Австралийә мәтбуатлириниң 22-авғусттики учурлириға қариғанда, 21‏-авғуст күни австралийә парламентида австралийә кеңәш палатасиниң әзаси, ишчилар партийәсиниң вәкили лиса мария сиң уйғур мәсилисини мәхсус тилға елип өткән. У уйғур аптоном районида нөвәттә 2 милйонға йеқин кишиниң “қайта тәрбийә” лагерлирида солинип йетиватқанлиқини оттуриға қоюп, районда икки йилдин буян мисли көрүлмигән бир инсан һәқлири дәпсәндичилики йүз бериватқанлиқини баян қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.