Бүгүрдики исянда өлгән пуқралардин рози османниң сақчиларниң оқида өлгәнлики ашкариланмақта

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2014.10.01
bugur-weqesi-partlash.jpg Бүгүр наһийисидә йүз бәргән партлаштин көрүнүш. 2014-Йили 22-сентәбир.
Social Media

Хитай мәтбуатлири бүгүрдә хитай һакимийитигә қарши йүз бәргән исянни террорлуқ билән әйиблигән вә вәқәдә 6 пуқраниң аталмиш террорчиларниң һуҗумида өлгәнликини елан қилған иди. Мухбиримизниң бүгүрдики йәрлик даириләр вә аһалиләрдин игилишичә, вәқәдә өлгән пуқралардин бири 49 яшлиқ ашхана хоҗайини рози осман болуп, хитай тәрәп рози осман аилисигә униң аталмиш террорчилар тәрипидин өлтүрүлгәнликини уқтурған.

Әмма, нәқ мәйданға йетип кәлгән мәрһумниң туғқанлири рози османниң оқта өлгәнлики вә оқниң йүрәк қисимға тәгкәнликини көргән. Сақчилар рози османниң җәситини йөткәп кәткәндин кейин, җәсәтни мәзкур аилигә қайта көрсәтмигән. Рози османниң аилә-тавабиатлири, мухбиримизға һөкүмәтниң мәлуматиға ишинип мейитни күтүватқанлиқини баян қилған болсиму, әмма пакитлар, рози османниң хитай сақчилири тәрипидин өлтүрүлгәнликини испатлимақта.

Телефон зиярәтлиримиз давамида, вәқәдә өлгән пуқралардин бириниң бүгүрниң йеңисар базиридин икәнлики вә ашхана хоҗайини икәнлики ашкариланди.

Бүгүрдә бир кәнт аһалиләр комитетида нөвәттә туруватқан хадим бу һәқтә мундақ деди: биз билән лушйән тәрбийисидә ишләватқан бир кадирниң туғқини ашхана ачидикән, шу күни ашханисини тақап сиртқа чиқишиғила террорчилар уни өзигә әгишишни ейтипту, унимиған икән етиветипту...

Биз аталмиш “террорчилар тәрипидин етиветилди” дейилгән бу кишиниң қериндиши билән көрүштуқ. Сөһбәт давамида өлгүчиниң 49 яшлиқ рози осман икәнлики ашкариланди.

-Өлгүчи мениң тағам болиду. Йезилиқ һөкүмәтниң сол тәрипидә ашхана ачатти, саәт 4 билән 4 йерим арисида ашханисини тақап сиртқа чиққан икән.... Террорчилар етиветипту.

Биз униңдин террорчиларниң қолида қорал бар яки йоқ икәнликини соридуқ, у бу әһвалдин өзиниң хәвәрсиз икәнликини ейтти. Биз йәнә униңдин җәсәтни көрүп-көрмигәнлики, җәсәттә пичақ яки оқ изи барлиқини соридуқ. У уруқ-туғқанларниң вәқә йүз бәргән күни нәқ мәйданға берип җәсәтни көргәнлики вә рози османниң оқтин өлгәнликини өз көзлири билән көргәнликини ейтти.

У мундақ деди: вәқәни аңлап уруқ туғқанлар нәқ мәйданға йетип берипту, аял туғқанлар җәсәткә йеқинлишалмапту, әр туғқанлар җәсәтни көрүпту, оқ йүрәккән икән, қан бәк җиқ чиқип кетип, җан үзүпту.

Соал: туғқанлириңлар оқ изи яки пичақ изи икәнликини пәрқләндүрәлмәптиму?
Җаваб: шундақ. Оқ изи икән.

Биз йәнә роза османниң иниси мамут османниму зиярәт қилдуқ. Уму сақчиларниң“ роза османни террорчилар өлтүрди” дәп уқтурғанлиқини вә һелиғичә җәсәтни қайтурмиғанлиқини ейтти.

Мәлум болушичә, рози османниң уруқ-туғқанлири сақчиларниң чүшәндүрүшигә, йәни униң исянчилар тәрипидин өлтүрүлгәнликигә ишәнгән, әмма пакитлар, рози османниң сақчилар тәрипидин өлтүрүлгәнликини ашкарилимақта. Чүнки һазирға қәдәр өзимиз игилигән учурлардиму, хитай тәрәп өзи елан қилған хәвәрләрдиму, исянчиларниң қолида аптоматик қорал барлиқи һәққидә мәлумат йоқ.

Қетимқи исянда икки сақчихана һуҗум нишани болған, пуқралар һуҗум нишани қилинмиған. Буниңдин башқа, илгирики вәқәләрдиму уйғур пидаийларниң қолида аптоматик қорал болғанлиқи, вәқәләрдә уйғур пуқралири һуҗум нишани қилинғанлиқиға аит мәлуматлар йоқ.

Йәнә рози османниң вәқәдә өлгән вақти, үрүмчи вақти саәт 4 йерим. Хитай хәвәрлиридә баян қилинишичә, партлашниң йүз бәргән вақти саәт 3.

Йәни рози османниң өлгән вақти, дәл хитай қораллиқ күчлири нәқ мәйданға йетип келип аридин бир саәтчә вақит өткән мәзгил.

Ашкарилинишичә, вәқәдә исянчилар тәрипидин өлтүрүлгән сақчи вә ярдәмчи сақчиларниң җәсәтлири шу күни яки әтиси аилисигә қайтурулған, әмма рози османниң җәсити та һазирғичә қайтурулмиған.

Юқириқи тәпсилатлар, рози османниң исянчилар тәрипидин әмәс, сақчилар тәрипидин өлтүрүлгәнлик еһтималлиқини күчәйтмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.